- Әхбаратлар еқими
- 19 Мамыр, 2016
Мунасиплар мукапатланди
Вәтән һимайичилири күни һарписида Дөләт рәһбириниң Пәрмани билән һәрбий һәм хизмәт борчини орунлаш вақтида җасарәт вә батурлуқ көрсәткән, шундақла мәмликәтниң миллий бехәтәрлигини вә мудапиә қудритини тәминләшкә, қанунийлиқни вә җәмийәт тәртивини мустәһкәмләшкә чоң һәссә қошқан бир топ һәрбий хизмәтчиләр, һоқуқ қоғдаш вә миллий бехәтәрлик органлириниң хадимлири Қазақстан Җумһурийитиниң дөләт мукапатлири билән тәғдирләнди.Мукапатланғанлар арисида шундақла «Fokker-100» самолетини һалакәтлик әһвалда Астана аэропортида қондурған «Bek Air» авиация ширкитиниң экипаж әзалири бар.
Һәрбий вә хизмәт борчини орунлаш вақтида көрсәткән әрлиги вә җанпидалиғи үчүн «Fokker -100» һавакемисиниң командири Дмитрий Родинға, Миллий гвардияниң “Орталық” регионал команданлиғиниң штаб башлиғи – 6505 һәрбий қисим командириниң биринчи орунбасари Қайрат Үмбетовқа “Халық Қахарманы” унвани берилди. Барлиғи болуп 43 адәм орденлар, 63 адәм медальлар, икки адәм Қазақстан Җумһурийитиниң Пәхрий ярлиғи билән мукапатланди. Шундақла Қазақстан Җумһурийити Президентиниң Пәрмани билән бир топ шәхсләргә жуқури һәрбий вә мәхсус унванлар, класслиқ дәриҗиләр берилди.678 рет
көрсетілді0
пікір