• Әхбаратлар еқими
  • 19 Мамыр, 2016

Адиллиқ, җасарәт вә әрлик рәмзи

Дөләт рәһбири Вәтән һимайичилири күнигә беғишланған мәйрәмлик концертни тамашә қилди. Қазақстанда Вәтән һимайичилири күни мана 20 жилдин ошуқ вақиттин буян 7-майда нишанлиниватиду – нәқ мошу күн мәмликәт Қураллиқ күчлириниң “туғулған” күни болуп һесаплиниду. 1992-жили 7-майда  Дөләт рәһбири — Алий Баш командан Қазақстан армиясини қуруш тоғрилиқ қарар қобул қилди, әнди 2012-жилдин буян мәйрәм дөләтлик мәртивигә егә болди. “Қазақстан” киноконцерт залида болуп өткән мәйрәмлик жиғинда Нурсултан Назарбаев жиғилғанларға вә барлиқ қазақстанлиқларға мураҗиәт қилип, Вәтән һимайичилири күни вә Улақ Ғалибийәт күни билән тәбриклиди. Әсирләрдин буян Вәтән һимайичилири һәрқачан адиллиқ, җасарәт вә әрлик, вәтәнпәрвәрлик вә өз хәлқигә садиқ хизмәт қилишниң симаси болуп кәлгән. Қазақстанлиқлар өз һаятини әркинлик һәм әрлик үчүн пида қилған қәһриманларниң барлиқ әвлатлириниң җасаритини хатирисидә мәңгү сақлайду. Атилар билән бовиларниң җәңгивар мукапатлири – бу қазақстанлиқ аилиләр үчүн бебаһа қәдрийәт. Шу нәрсә алаһидә рәмизгә егә болуватидики, бизниң мәйрәмлик календаримизда Вәтән һимайичилири күни вә Улуқ Вәтән урушидики Ғалибийәт күни бириниң кәйнидин бири келиду. Бу болса, хәлқимизниң барлиқ әвлатниң шанлиқ һәрбий әнъәнилириниң варислиғини көрситиду, – деди Президент вә уруш ветеранлири билән арқа сәп әмгәкчилиригә алаһидә тәшәккүр изһар қилди. Дөләт рәһбири Улуқ Ғалибийәтниң гитлер фашизмини янму-ян туруп тармар қилған хәлиқлиримизниң җасарәтлик тарихиниң вә достлуғиниң рәмзи болуп һесаплинидиғанлиғини тәкитлиди. Дөләт рәһбириниң сөзидин кейин қош сәнәгә беғишланған чоң мәйрәмлик концерт болуп өтти.

746 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы