• Дидар ғенимәт
  • 26 Маусым, 2012

Қириқ жилдин кейин...

Дәм ғенимәт, дидар ғенимәт демәкчи, йеқинда биз Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Маливай оттура мәктивини буниңдин 40 жил муқәддәм тамамлиған сабиқ синипдашлар баш қоштуқ. Бир-биримиз билән көрүшкән күнни сөз билән ейтип йәткүзүш мүмкин әмәс, чүнки 40 жилда һәр биримизниң бешидин немә өзгириш-вақиәләр йүз бәрмиди дәйсиз. 1972-жили ана мәктәп қойнидин 22 нәпәр қиз-жигит учум болған едуқ. Әпсус, аләмдин өткән айрим дост-бурадәрлиримиз билән устазлиримизға бүгүнки дидарлишиш несип болмиди. Баш қошушта Сраждин Исрайилов, Банигүл Абубакирова, Бәкрим Мәхпиров, Әркин Веләмов, Руқийәм Мәсимова, Гүлпәм Қасимова, Төрхан Розибақиева, Зенәт Абдуллаева вә башқиму устазлар шагиртлирини 40 жилдин кейинки учришиш мунасивити билән сәмимий тәбриклиди. Шуниңдин кейин сөз алған синипдашлар өтмүш сәһипилирини варақлиған һалда, өзлиригә пухта билим вә аңлиқ тәрбийә бәргән пешқәдәм устазлириниң намиға иллиқ инкаслирини ейтип, сәмимий миннәтдарлиғини изһар қилди. Қисқиси, икки күн пуғанимиз қанғичә сирдишиш пурситигә егә болдуқ. Буниңдин кейинму мундақ ғенимәт дәмләрниң көп болидиғанлиғидин үмүт қилип, бир-биримизни қиймай, хошлаштуқ.

Гөһәрбүви БАРАТОВА,

Байсейит йезисидики И.Тайиров намидики уйғур оттура мәктивиниң муәллими.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.  

530 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы