• Әхбаратлар еқими
  • 27 Мамыр, 2016

Қазақстан гражданлири көпийиду

Ақордида дөләт кативи Гүлшара Әбдиқалықованиң рәислигидә Президент йенидики Гражданлиқ мәсилиләр бойичә комиссияниң новәттики мәҗлиси өткүзүлүп, униңда Қазақстан гражданлиғиға қобул қилиш мәсилилири қаралди.Дөләт кативи мустәқиллиқ жиллирида 965 миңдин ошуқ адәм Қазақстан Җумһурийитиниң гражданлиғиға қобул қилинғанлиғини, бу болса Президент рәһбәрлигидики мәмликитимизниң мувап­пәқийәтлирини етирап қилишниң ярқин испати екәнлигини тәкитлиди. Гүлшара Әбдиқалықова қазақстанлиқларниң йеңи гражданларни алқишлашқа тәйяр екәнлигини атап көрсәтти вә уларниң мустәқил Қазақстанниң техиму тәрәққий етишиға өз һәссисини қошидиғанлиғиға ишәнчә билдүрди. Мәҗлис йәкүни бойичә комиссия тегишлик қарарлар билән тәвсийәләрни қобул қилди.

665 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы