- Һасан-һүсән
- 09 Маусым, 2016
Бәхит дегинимиз немә?
Һәр адәмниң «Бәхит» сөзигә өз көзқариши болиду. Мәсилән, дохтурлар өзи давалаватқан бемарлириниң сақийип, хошал жүргинини көрсә, шу – бәхит. Муәллимләргә өзлири билим бәргән шагиртлириниң жуқури чоққилардин көрүнүши бәхит болуп һесаплиниду.Бәхит аилимиздин башлинидиғанлиғини һәргиз унтумайли. Пәрзәнтниң дунияға келиши, униң дәсләп тәй-тәй басқан қәдими, мәктәп босуғисини атлиған күнлириниң һәммиси – аилә үчүн чоң бәхит.
Һаятимиздики дағдам йолларниң оңай яки қийин болуши бәхиткә апирар йол болушиму мүмкин. Мәнму өз аиләмдә бәхитлик. Чүнки мән мәктәптин өйгә кәлгәндә, мени меһриван анам иллиқ чирайи билән қарши алиду. Өйүмизниң түврүги болған бовам мени «бәхитлик бол, қозам», дәп бешимни сийпап, пешанәмдин сөйгинидә, мән алаһидә роһлинип кетимән. Мошуниң өзи чоң бәхит әмәсму!
Демәк, биз бәхитни башқа йәрдин әмәс, бәлки өз аилимиздин издишимиз керәк.
Ясмина САБИРОВА,
Маливай оттура мәктивиниң 8-синип оқуғучиси.
Әмгәкчиқазақ наһийәси.373 рет
көрсетілді0
пікір