• «Мәшъәлниң» меһмини
  • 09 Маусым, 2016

У кәлгүси «Балтиевларни» тәйярлаватиду

Исми: Руслан Фамилияси: Балтиев Туғулған жили: 1978 Туғулған йери: Алмута шәһири Кәспи: футболчиАтақлиқ спортчи Руслан Балтиев билән учришиш арминим еди. Тәләйгә яриша, бу қетим уни көрүш бәхтигә муйәссәр болдум. Өткәндә җәнубий пайтәхтимиздики Квочкин намидики «Қайрат» балилар стадионида 2007 – 2009-жилларда туғулған өсмүрләр арисида футбол бойичә Қазақстан талланма командисиниң сабиқ капитани Руслан Балтиевниң мукапити үчүн турнир уюштурулди. Униңға асасән Алмута шәһириниң спорт мәктәплиридә мәшиқлиниватқан футболчилар иштрак қилди. Бизниң Ғәйрәт йезисидики И.Саттаров намидики мәктәп оқуғучилар командисини Руслан Тайир оғли әттәй тәклип қилди. Униңға сабиқ футболчиниң йезимизға қәдәм тәшрип қилип, оқуғучилиримизниң спортқа, болупму футболға болған зор қизиқиши, Мәсим Яқупов намидики турнирда биринчиликни уда икки қетим йеңивалғини сәвәп болдимекин дәп ойлаймән. Шу күни турнирдин Руслан Балтиев билән сөһбәтлишиш имканийитигә егә болдум. – Футбол мәйданида көрүнмисәмму, лекин уни ташлиғиним йоқ. Мана бу турнирни бийил йәттинчи қетим уюштуруватимиз. Турнир елимизниң йәнә алтә шәһиридә өткүзүлиду. Андин финаллиқ оюнлар Алмутида давамлишип, бу йәрдә озуп чиққанлар Россияниң абройлуқ турнирлириға қатнишиш бәхтигә сазавәр болиду. Бу, болсиму, балилиримизни спортқа җәлип қилиш вә, әң муһими, Қазақстан футболини тәрәққий әткүзүшкә муһим төһпә болиду, — деди у. Турнирни өткүзүштә Русланға йеқиндин һәмнәпәс болған елимизниң йәнә бир атақлиқ футболчиси, талай жил Қазақстан талланма командисида, елимизниң футбол клублирида мәшиқләндүргүчи болған Вахид Масудов Руслан һәққидә өзиниң иллиқ ләвзини билдүрди: – Руслан елимизниң талланма командисида 73 оюн өткүзгән футболчи һәм Россияниң атақлиқ футбол клублирида һүнәр көрсәткән әң биринчи қазақстанлиқ спортчи ретидә тилға елиниду. Русланниң дадиси Тайир акиниң ейтишичә, оғли 2009-жили аилә қурған екән. Һазир униң Леон исимлиқ оғли бар. У аилиси билән Алмутида яшайду.

Абдулҗан АЗНИБАҚИЕВ.

355 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы