- Әхбаратлар еқими
- 09 Маусым, 2016
Сәясий тәқип қурванлирини әскә алди
Панфилов наһийәсидә 31-май — Сәясий тәқип қурванлирини хатириләш күни барлиқ йеза округлирида атап өтүлди. Наһийә мәркизидә өткән жиғинни шәһәр һакими Ерғали Шоқпаров ечип, сәясий тәқип жиллири Қазақстан тарихидики «қара дағларниң» бири болуп қалидиғанлиғини алаһидә тилға алди. Андин жиғин иштракчилири түрмиләрдә наһәқтин-наһәқ азапланғанларни, өлүп кәткәнләрни хатириләп, сүкүт сақлиди. Уларниң роһиға атап, Шәрипхан һаҗим Турғанов қуръан оқуди. Шуниңдин кейин тәқипкә учриған пешқәдәм мәрипәтчи Сидиқ Зулияровниң қизи Санийәм Зулиярова, әмгәк ветерани Клара Сүлейменова вә башқилар сөзгә чиқип, мудһиш жиллардики хәлқимиз бешиға чүшкән қайғу-һәсрәт қәлбләрдә мәңгү сақлинидиғанлиғини тәкитләшти.
Мәрасим ахирида сәясий тәқип қурванлири хатирисигә орнитилған ядикарлиққа гүлчәмбәрләр қоюлди.
Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА.
Панфилов наһийәси. Уйғур наһийәси.601 рет
көрсетілді0
пікір