• 28-июнь – Аммивий әхбарат васитилири хадимлири күни
  • 23 Маусым, 2016

Һиммитиңларға һашқалла

Өткән жили мән ХХ әсирниң иккинчи йеримидики уйғур әдәбиятидики проза жанриниң тәрәққиятиға бебаһа үлүш қошқан көрнәклик язғучи, әҗайип талант егиси Турған Тохтәмовниң романи асасида йезилған «Сәргәрдан» драмисини сәһниләштүрүш бәхтигә муйәссәр болдум. Бу қоюлум тамашибинлар тәрипидин иллиқ инкасларға егә болди. Лекин мәзкүр әсәр пландин сирт қоюлғачқа, униңға язғучиниң ағинилири, миллитимизниң җанкөйәрлири Герс вә Варис Исламовларниң маддий җәһәттин ярдәм бәргәнлигини һәрким биливәрмәйду. Бу сехи инсанлар Турған Тохтәмовниң көзиниң тиригидә вә у аләмдин өткәндин кейинму язғучиниң әсәрлириниң йоруқ көрүшигә ярдәм қилған болса, 75 жиллиқ тәвәллудида әдипниң роһиға болған һөрмитини йәнә бир қетим дәлиллигәнлигигә апирин әйлидим. Хәлқимизниң «беминнәт яхшилиқ қилиш  лазим» дегини мошу болса керәк.

Йеқинда, туюқсиз ағрип қалғинимда, маңа маддий җәһәттин ярдәм бәргән Герс вә Варис Исламовларниң достлириғила әмәс, бәлки муһтаҗ адәмләргә ярдәм қолини сунушқа дайим тәйяр екәнлигигә йәнә бир қетим көз йәткүздүм.  Шуңа хәлқимиздин чиққан бу сехи, мәрт-мәрданә инсанларға сөйүмлүк гезитимиз «Уйғур авази» арқилиқ миннәтдарлиқ билдүрүшни тоғра көрдүм. Уларға, әң алди билән мәстәһкәм саламәтлик, ишлирида амәт тиләймән. Илаһим, хәлқимиз арисида Герс вә Варис Исламовлардәк милләтпәрвәр, сахавәтлик инсанлар көп болсун! Муһит  ҺЕЗИМОВ, Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт Уйғур музыкилиқ комедия театриниң актери.

345 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы