• Йеңилиқлар
  • 26 Маусым, 2012

Мәдәнийәт — разимәнлик билән бирликниң нишани

Астанада Хәлиқара «Йеңи дуниядики Евразия мәдәнийити» форуми болуп өтти. Униң мәхсити МДҺ әллири оттурисидики мәдәний-гуманитарлиқ һәмкарлиқни күчәйтиштин ибарәт. МДҺ Хәлиқара гуманитарлиқ һәмкарлиқ фонди башқармисиниң қош рәиси, Россия Президентиниң хәлиқара мәдәний һәмкарлиқ бойичә мәхсус вәкили Михаил Швыдкой форумни ечип, Қазақстан Җумһурийитиниң Мәдәнийәт вә әхбарат министрлиги вә МДҺ Хәлиқара гуманитарлиқ һәмкарлиқ фонди тәрипидин уюштурулуватқан мәзкүр форумға илгәрки кеңәш кәңлигигә яхши тонуш адәмләрниң қатнишиватқанлиғини, шуңлашқиму уни достлар учришиши дәп аташқа болидиғанлиғини тәкитләп өтти. Форум даирисидә МДҺниң мәдәнийәт, иҗадийәт, гуманитарлиқ саһа вәкиллириниң җипсилишиши, МДҺ хәлиқлириниң мәдәний һәм роһий өз ара һәрикәт қилиши охшаш актуал мәсилиләр муһакимә қилинди. Униңдин ташқири, форумға қатнашқучилар интеграция җәриянлирини тәрәққий әткүзүш, мәдәний һәмкарлиқ ихтидарини күчәйтиш, Евразия кәңлигидики мәдәнийәтләр диалоги вә төзүмлүк, саһадаш министрликләр оттурисида мәдәний сәясәтни әмәлгә ашурушта өз ара һәрикәт қилиш үлгилирини шәкилләндүрүш тоғрилиқ мәсилиләр әтрапидиму гәп қилди. Форумда дәсләпкиләрдин болуп Қазақстан Җумһурийитиниң дөләт кативи Мухтар Қул-Мухаммед сөзгә чиқип, Қазақстан Президенти Нурсултан Назарбаевниң форум қатнашқучилириға йоллиған мураҗиитини оқуп бәрди. Дөләт кативи Президент мураҗиитини оқуп болғандин кейин, жиғилғанларни өз намидин тәбриклиди. —   Иҗадий зиялилар форуми һәмдостлуқ мәмликәтлири иҗадий бирләшмисиниң күч-қувитини бирләштүрүш йолидики йеңи басқуч болуши керәк, — деди Қул-Мухаммед вә интеграция җәриянлириниң мәдәнийәтни тәрәққий әткүзүшкә иҗабий тәсир қиливатқанлиғини тәкитлиди. Форум минбиригә көтирилгәнләрниң һәммиси дегидәк, илгири тәйярланған докладлирини чәткә елип қоюп, өзлирини тәврәндүрүватқан мәсилиләр һәққидә гәп қилди. Евразия кәңлигидә техиму утуқлуқ өз ара һәрикәт қилиш үчүн бирлишишниң керәк екәнлиги уларниң сөзлиридә асасий орун егилиди. —   Роһий мирасни сақлап қелиш вә тәрәққий әткүзүш мәмликәтлиримиз гуманитарлиқ сәяситиниң асасини тәшкил қилиду, — дәп тәкитлиди МДҺ Хәлиқара гуманитарлиқ һәмкарлиқ фонди башқармисиниң рәиси Полад Бюль-Бюль-оглы вә мәдәнийәтниң һәр қандақ хәлиқ үчүн асасий роһий байлиқ екәнлигини қошумчә қилди. СССР вә Молдова хәлиқ артисти Михаил Мунтян өз сөзидә нурғунлиған меһманлар охшаш Астанадин, мошу әҗайип шәһәрниң гөзәллигидин алаһидә тәсират алғанлиғини йошурмиди. У шундақла «һәммиси өз вәтинигә роһий җәһәттин бейиған вә бир-бири билән болған мунасивәтләрдин қанатланған һалда кетидиғанлиғи тоғрилиқ» барлиқ делегатларниң пикрини билдүрди. —   МДҺ әллиридә 20 жил ичидә нурғунлиған өзгиришләр йүз бәрди. Бирақ әң муһими, һазир дөләтлиримиз оттурисидики һәмкарлиқ саһасида инсаний вә мәдәний өз ара мунасивәтләр алаһидә орунни егиләватиду, — деди Михаил Мунтян. Униң пикрини Грузия мәдәнийәт әрбаплири делегациясиниң рәһбири Гелоди Поцхишвили қоллап-қувәтләп, мәдәнийәт — бу турмуш байлиғи әмәс, мәдәнийәт — бу һаятниң өзи, дәп билдүрди. —   Биз бу йәргә достлуғимизни, һәмкарлиғимизни қайтидин тикләш вә умумий мәнпийәтләр тоғрилиқ пикирлишиш үчүн жиғилдуқ. Ишинимизки, җәмийәт мәдәнийәтсиз тәрәққий етәлмәйду, — дәп билдүрди Грузия вәкили. Новәттә сөзгә чиққан Россия этнография мирасгаһиниң мудири Владимир Грусман Қазақстанда мәдәний мирасқа болған алаһидә мунасивәттин тәсирләнгәнлигини тәкитлиди. —   Һазирқи вақитта евразиялик идеяси — Атлантика вә Тиниқ муһитлири оттурисидики кәңликтә ХХІ әсирдә тәхмин қилиниватқан интеграциялик җәриянларниң нәтиҗидарлиқ гуманитарлиқ ихтидариниң бири. Шу нәрсә муһимки, евразиялик идея сәясий интеграциягә болған тәләп йоқ җайда әркин геомәдәний интеграцияниң шәкли болуши мүмкин, — деди у. Пүткүл Россия дөләт кинематография институтиниң ректори Владимир Малышев мәдәний саһадики маарип мәсилисигә тохтилип, Қазақстан яшлириниң «Болашақ» программиси бойичә билим еливатқанлиғиниң муһимлиғини тәкитлиди. Форум делегатлири Һәмдостлуқ әллириниң хәлиқлирини неминиң бирләштүрүватқанлиғи тоғрилиқ нурғун гәп қилди вә мәдәний-роһий саһада бирлишиш бойичә өз идеялирини тәклип қилди. Умумән, форум даирисидә шундақла МДҺ Иҗраий комитети рәисиниң орунбасари — иҗраий кативи Тоқтасын Бузубаев, Н.Ломоносов намидики МДУ Қазақстан шөбисиниң мудири Александр Сидорович, атақлиқ режиссер, Россия хәлиқ артисти Сергей Соловьев, Әзәрбәйҗан Җумһурийитиниң мәдәнийәт министри Абульфас Караев, Белоруссия дөләт музыка академиясиниң ректори Екатерина Дулова, Ш.Айманов намидики «Қазақфильм» акционерлиқ җәмийитиниң президенти, Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби Ермек Аманшаев, Қирғизстан миллий консерваториясиниң ректори, Қирғиз Җумһурийитиниң хәлиқ артисти, композитор Муратбек Бегалиев, Россия — Таҗикстан (Славян) университетиниң проректори Арина Гайнутдинова, Әрмәнстан М.Маштоц намидики Қедимий қол язмилар институтиниң бөлүм башлиғи Ара Хзмалян вә башқилар сөзгә чиқти. Умумий мәҗлисниң ахирида улар дөләтләр рәһбәрлиригә мураҗиәт қобул қилди. Мураҗиәттә мәмликәтлиримиз оттурисидики мәдәний-гуманитарлиқ вә әхбарат һәмкарлиғини техиму тәрәққий әткүзүш үчүн күч чиқириш чақириғи әкис әтти.    Форумниң биринчи күни Һәмдостлуқ мәмликәтлири сәнъәт маһирлириниң чоң концерти билән аяқлашти. Хәлиқара «Йеңи дуниядики Евразия мәдәнийити» форуминиң иккинчи күни Миллий академиялик китапханида Әзәрбәйҗан хәлиқ язғучиси Чиңғиз Абдуллаев билән учришиш өткүзүлди. Форумға қатнашқучилар бу күни Қазақ миллий сәнъәт университетиниң коллективи билән учрашти. Андин кейин МДҺ әллири хәлиқ уссуллириниң фестивали болуп өтти.  

876 рет

көрсетілді

90

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы