• Бизниң сөһбәт
  • 30 Маусым, 2016

«Иҗтимаий торни «мәшиқ мәйдани» десәкму болиду»

Бүгүн адәмләрниң көпчилиги иҗтимаий торға йүзләнди. Чүнки тор бәтлиридә саңа қандақ әхбарат лазим болса, һәммиси бар. Җәмийитимиздә йүз бериватқан йеңилиқ-өзгиришләргә, тарих билән мәдәнийәткә, әдәбият билән сәнъәткә аит материалларниму көпләп учритишқа болиду. Җүмлидин, биз, уйғурларға, тәәллуқ нурғунлиған әхбаратларни, болупму Инстаграм, ВК иҗтимаий тор бәтлиридин елишқа болиду. Бирақ камчилиқлириму нурғун. Буларниң бизгә қанчилик пайдиси вә зийини бар? Мошу мәсилә һәққидә көпчилик яшлар арисида аммибаплиққа айланған ВКдики «Бир гәп – миң хиял» топиниң администратор-блогерлири Гүлнарәм АБЛИЗ вә Ислам ӘХМӘТОВ билән сөһбәтләшкән едуқ. – Мәзкүр топ иҗтимаий торда қачан вә қандақ мәхсәттә қурулди? Г.А.: – Илгири Ислам Әхмәтовниң  «Нур» намлиқ топқа язған мәзмунлуқ мақалилирини оқуп, униңға сәмимий миннәтдарлиғимни билдүрүп жүрдүм. Бир күни у маңа мошу топни қурушни тәклип қилди. Тәкливигә иккиләнмәй  келиштим. Шундақ қилип, биз 2014-жили «Бир гәп – миң хиял» намлиқ торбетини вуҗутқа кәлтүрдуқ. Мәхситимиз, ана тилимизда пайдилиқ шеир-һекмәтләрни йоруққа чиқириш арқилиқ уйғур яшлириниң бешини қошуп, миллий әдәбиятимизни тәрәққий әткүзүш болди. И.Ә.: – Ойлиғандәк, мухлислиримиз күндин-күнгә көпийип, топқа материал топлаш мәсилиси өз-өзидин җиддий җавапкәрликни тәләп қилди. Шуниңдин кейин биз қизғин ишқа киришип кәттуқ. – Материалларни өзәңлар тепип язамсиләр? Г.А.: – Иккимизниң вәзиписилири һәрхил Нәқилләрни асасән мән язимән. «Новәтчилик» Исламға кәлгәндә, у рус вә қазақ тиллиридин һекмәтлик сөзләрни уйғурчиға тәрҗимә қилиду. Шундақла  ШУАРлиқ торбәтләрдин яшларға лайиқ шеирларни тәйярлап бериду. Мухлислиримиздинму материаллар келиду. – Мәсилән, кимләрдин? И.Ә.: – Хаталашмисам, ишқа киришкәндин кейин биринчи болуп, бизгә Дилмурат Әлаев материал әвәткән. Андин Илияр Мәшрәпов, Розахун Жунусов, Гүлнарәм Ибрагимова, Нуршат Нуршаев, Тәғдир Октябрев, Уйғур оғли, Адик Лирик қатарлиқ муәллиплиримиз пәйда болди. Һазир уларниң һәммиси бизниң әң йеқин достлиримиздин һесаплиниду. – Һазир ака-һәдилиримиз «Яшлиримиз асасән иҗтимаий торларға бәк амрақ болуп, тәйяр материал елишқа үгинивалди. Шуниң нәтиҗисидә билим елиш истиги суслишип, билимгә дегән қизиқиш-иштияқидин қалди. Бу – миллийлигимизниң сүпитигә, дәриҗисигә әкси тәсирини йәткүзмәктә» дегән пикирләрни  алға сүрүватиду. Бу тоғрилиқ немә дәйсиләр? Г.А.: – Әлвәттә, сөзүңизниң җени бар. Илгири, мәйли  оқуғучилар  яки студентлар болсун, һәммиси өзлири материал топлатти. Һазир болса, чоңлиримиз  ейтқандәк, тордики материални көчиривелип, көпинчә яшлар тәйяртапқа айланди. И.Ә.:  – Бизниң буниңға мунасивитимиз йоқ дәләлмәймиз. Әгәр жигит-қизлиримизға лазим болуватқан материал топимизда учрашса, уни көчүрмәй, әксичә, оқуп, тәҗрибә алсекән дегән мәслиһәтни берәр едуқ. – Мәнму  мәзкүр топниң мухлиси сүпитидә шеир-һекмәтләрни оқуп туримән. Бәзидә мошу сәһипидә нурғун камчилиқларни учритимән. Гайида муәллипләрниң материаллирида, мәсилән, шеирни алайли, униң тәләп-услублирини ейтмиғанда, аддий  имла хаталиқлири орун алиду. Ечинарлиғи, шаир-язғучиларниң шеирлирини көчирип өз намидин әвәтиду. Г.А.:  – Раст, бизгә көпинчә һәвәскарлар шеир әвәтиду. Әгәр мәлум бир муәллиптин шундақ шеирлар кәлсә,  уни биз елан қилимиз. Һә, шеирға баһа бәргүчиләр бизниң мухлислиримизниң изаһлири болиду. Биз пәқәт шеир йезиватқан һәвәскарниң қәлиминиң бисини қайтурмай, топимиз арқилиқ өзиниң хаталиқлирини билип, кәлгүсидә қәлиминиң «пишишиға» зәмин яритимиз. И.Ә.: – Соалиңизға җававән, шуни қошумчә қилғум келидуки, «Уйғур авази» гезитиниң өткәнки санлириниң биридә Молутҗан Тохтахунов «Торда тәләпләргә толуқ җавап бәрмәйдиған әсәрләрниң йоруқ көрүши миллий әдәбиятимизни әкси «тәрәққият» йолиға йетәклимәктә», дәп йезипту. Мәсилән, бизниң топқа һәтта мәктәп йешидики балилар шеир әвәтип, өз күчини синап көрмәктә. Шеирларни йорутуватқан иҗтимаий тордики сәһипини «мәшиқ мәйдани» десәкму болиду. Әгәр у гезитқа яки китапқа киргүзүлгән болса, чүшинәттуқ. Шуңлашқа биз муәллипниң бу пикригә қошулалмаймиз. – Иҗтимаий торда йезиватқан «қәлими өткүр» блогерларни «журналист» дәп аташқа боламду? Яки блогерлар билән кәспий журналистлар арисида риқабәтчилик барму? И.Ә.: – Блогерлар қандақту-бир материални ихчамлап, әлвәттә, мәзмунини өз әйничә беришкә тиришиду. Чүнки Интернетта узундин-узун мақалиларни оқуш нақолай. Блогер – бу кәсип әмәс, уни әмәк десәкму болиду. Җәмийәттики йеңилиқ-өзгиришни дәрһал интернетқа киргүзүшкә қабил. Өткәндә бири «силәр журналистларға кашила болуватисиләр» дәп қалди. Һәргиз ундақ әмәс. Журналистлар – кәспий мутәхәссисләр. Улар барлиқ саһани йорутидиған җәмийәт әйниги. Башта ейтқандәк, иҗтимаий тор – блогерлар үчүнму «мәшиқ мәйдани». Блогерлардин яхши журналист чиқишиму еһтималдин жирақ әмәс. – Ундақ болса, қедимий тарихимиз билән мәдәнийитимизниң бебаһа ғәзниси «Түркий тиллар дивани» вә  «Қутадғу билик» кәби дурданә әсәрләрни яшлиримиз немишкә  оқумайду? Миллитимиз әйниги «Уйғур авазидәк» гезитимизға яшлиримиз немишкә муштири болмайду? Иҗтимаий тордин алидиғинидин ялғини, вапасидин хатаси көп материаллар билән биз саватимизни ачимиз дәп, әксичә, камчилиғимизни чечиватимизғу ахир... Г.А.:  – Яшлиримиз китап оқумайду әмәс, оқуйду, амма сиз дегәндәк, аз. Биз топимизда бериватқан әмгәклиримиз билән яшларни өзимизгә қаритивалдуқ, дегәндин жирақмән. Амма, бу йәрдә бир һәқиқәт бар. Әгәр нәшир қилиниватқан китаплиримиз яшлиримизни өзлиригә җәлип қилалмайватса, әнди уларниң бизниң топтики шеир-һекмәтлиримизни немә үчүн оқуватқини өзлүгидин  ениқ әмәсму! Әнди яшлиримизни китап оқусун десәк, уларниң қәлбидики миллий ғурурини ойғитидиғандәк, отлуқ мақалиларни йезиш лазим. Сөйүмлүк «Уйғур авази» гезитимиздиму ижтимаий торлардин елинған көплигән  қизиқарлиқ, адәмни өзигә бирдин җәлип қилидиған материаллар бериливатиду. Демәк, иҗтимаий тордики материалларниңму пайдиси зор дегән сөз. – Сөһбитиңларға рәхмәт!

Сөһбәтләшкән Абдулҗан АЗНИБАҚИЕВ.

552 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы