• 28-июнь – Аммивий әхбарат васитилири хадимлири күни
  • 30 Маусым, 2016

Достлар билән нишанлидуқ

Бизниң кәспий мәйримимиз рәсмий түрдә 28-июнь күни нишанлансиму, адәттә, тәбриклигүчиләр изгү-тиләклирини мәйрәм һарписида изһар қилишқа башлайду. Өткән җүмә күни «Қазақ газеттері» ҖЧЙ Муһәррирләр кеңишиниң рәиси – Баш мудир Жумабек Кенжалин кәсипдашларни мәйрәм билән тәбрикләп, «Қазақ газеттерінің» әнъәнигә айланған мукапатлирини тапшурди. Бийил йолдашлиқ тәсис қилған «Алтын қалам» мукапити «Ана тілі» гезитиниң мухбири Ақбота Исләмбекқа, «Күміс қалам» болса, «Уйғур авази» гезитиниң Әмгәкчиқазақ наһийәси бойичә өз мухбири Рашидәм Рәһмановаға тапшурулди. «Қола қалам» мукапитини «Ақиқат» журналиниң бөлүм башлиғи Серикқали Хасан елишқа муйәссәр болди. Бу күни, шундақла гезитимиз ишиға йеқиндин арилишип келиватқан яш иҗаткарлар Молутҗан Тохтахунов билән Абдулҗан Азнибақиевқа «Уйғур авази» гезитиниң «штаттин ташқири мухбири» гуванамилири тапшурулди.

Әнди йәкшәнбә күни «Аят» кафесида «Уйғур авази» гезитиниң достлири клубиниң» рәиси Гүлҗаһан Йүсүпованиң уюштуруши билән тәнтәнилик кәч өтти. Униңға биз, журналистлар билән биллә гезитимизниң ветеранлири һәм дайимлиқ һамийлири қатнашти. Тәнтәнидә дәсләп сөз алған «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов кәсипдашлирини кәспий мәйрими билән тәбрикләп,  гезитимизниң утуқлири һәққидә тохтилип өтти. Башқисини ейтмиғанда, муштирилиримиз сани өткән жиллар билән селиштурғанда, миңға көпәйди. Гезитниң маарип вә әбәдият бөлүминиң башлиғи Шәмшидин Аюпов Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң «Бірлік» алтун медалиға сазавәр болди. Шуниңдин кейин сөз алған «Қазақ газеттері» ҖЧЙ муһәррирләр кеңишиниң рәиси – Баш мудир Жумабек Кенжалин «Уйғур авази» гезитиниң миллий нәширләр арисидики орниниң алаһидә екәнлигини тәкитләп, коллективқа буниңдин кейинму иҗадий утуқ тилиди. Шундақла журналист Шәмшидин Аюповқа «Қарулы күштерінің ар­да­­герлері» мәркизий ке­ңишиниң (рәиси Халық Қаһарманы, генерал Ба­қытжан Ертаев) «Отан патриоты» медалини тапшурди. Новәттики сөз узун жиллар давамида гезитимизда әмгәк қилған һәм һазирму гезит билән алақисини үзмәй келиватқан ветеранларға берилди. Пешқәдәм журналистлар Минәмҗан Абдурахманов, Абдукерим Тудияров вә Ядикар Сабитовлар коллективни кәспий мәйрими билән тәбрикләп, қийин, амма шәрәплик ишта иҗадий утуқ тилиди. Қошумчә қилиш керәкки, бу күни мөтивәрләргә алаһидә һөрмәт көрситилип, Минәмҗан Абдурахмановқа «Бейбітшілік әлемі» хәлиқ­ара иҗадий бирләш­мисиниң «Ұлт мақтанышы» медали, Абдукерим Тудияровқа «Жеңістің 70 жылдығы» медалини, Ядикар Сабитовқа «Михаил Шолохов» медали тапшурулди. Әнди җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Нурмәһәмәт Палтахунов ҖУЭМ рәиси, Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати Шаһимәрдан Нурумовниң «Уйғур авази» гезитиниң коллективиға йоллиған тәб­ригини йәткүзди вә ҖУЭМ тәрипидин журналистларға маддий соғисини алғач кәлгәнлигини тәкитлиди. Шундақла гезитимизниң бир топ хадимлириға, йәни Юлтузай Семәтоваға, Адаләтхан Молотоваға, Нигара Азни­бақиеваға вә Рашидәм Мир­зәхмәтоваға ҖУЭМниң Пәхрий ярлиқлирини тапшурди. Бәхтишат Сопиев «Нур Отан» партияси Алмута шәһири Әвезов наһийәлик шөбисиниң Пәхрий ярлиғи билән мукапатланди. Бу күни шундақла ҖУЭМ йенидики  Ханим-қизлар ке­ңи­шиниң рәиси Сәнәм Беширова вә униң орунбасари Таҗиниса Тохтиева, «Нураний анилар» кеңишиниң рәиси Гүлҗаһан Муратова, «Җанан» ханим-қизлар фондиниң рәһбири Мезангүл Авамисимоваларму журналистарни кәспий мәйрими билән тәбрикләп, маддий соғиларни тәғдим қилди. Тәкитләш лазимки, өткән жили журналистлар мәйрими күни айрим һамийлиримиз өзлириниң аилилири намидин мәхсус мукапатларни тәсис қилған еди. Бийилму бу тәшәббусни қоллап-қувәтлигүчиләр сани көпәйди. Әйнә шундақ мәхсус мукапатни тәсис қилған атақлиқ шаир вә журналист, һели мәрһум Долқун Ясинниң аилиси болди. Долқун акиниң рәпиқиси Һәбибә Иминова өз сөзидә журналистлар әмгигини алаһидә баһалап, Долқун Ясин намидики мукапатни (диплом вә 50 миң тәңгә) Шәмшидин Аюповқа тапшурди. Әнди Қасим Мәхсүтов намидики мукапат (диплом вә 50 миң тәңгә) Бәхтишат Сопиевқа буйриди. Тонулған тиҗарәтчи, гезитимизниң җанкөйәри Рушидин Кичиков аилисидин ата-аниси, йәни көрнәклик журналист Решит Кичиков вә мәрипәтчи Почунай Бурһанова намидики мукапатлар (диплом вә һәр қайсиси 50 миң тәңгидин) Мәшүр Сасиқов вә мошу қурларниң муәллипигә тапшурулди. Униңдин ташқири тиҗарәтчиләр Арселин Зулияров вә Рамир Садиқовларниң кәсипдашлиримизға көр­сәткән маддий ярдимини миннәтдарлиқ билән тилға елишқа әрзийду. Бу жилдики кәспий мәйримимизму әнъәнә бойичә «Уйғур авази» гезитиниң достлири клубиниң» йеңи рәисини сайлаш билән аяқлашти. Йәни клубниң рәиси болуп ҖУЭМ кенидики «Нураний анилар» кеңишиниң рәиси, гезитимизниң йеқин дости Гүлҗаһан Муратова сайланди.

Йолдаш МОЛОТОВ.

411 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы