• Гезитхан пикри
  • 08 Шілде, 2016

Тилни сөйгиниң – милләткә көйгиниң

Мәлумки, инсан үчүн әң муқәддәс роһий байлиқ – у ана тили. Аччиқ болсиму етирап қилишимиз керәкки, биз бүгүн әйнә шу бебаһа байлиғимиз һесапланған тилимизни сақлашни суслаштурупла қоймай, униң қәдир-қиммитини төвәнлитивалдуқ. Ана тилиға ғәхорлуқ әң алди билән һәрбир милләт, жут, аилә вә һәрбир уйғурниң өзидин башлиниши керәклигини әстин чиқардуқ.Тилниң очиғи маарип, униң очиғи – мәктәп. Бу уқумларни бир-биридин бөлүп қараш мүмкин әмәс. Улар бирини бири толуқлап туриду. Шундақ екән, ана тилини биринчи новәттә, аилидә үгинимиз, андин қалса, ана тилидики мәктәптә риваҗландуримиз. Амма биз бүгүн һәр икки тәрәптин асқаватимиз. Аилидә бала-чақа, нәврилиримиз билән рус тилида муамилә қилимиз вә уларни шу тилда оқутушни әвзәл көрүватимиз. Тәкитләш лазимки, бүгүнки күндә Алмута шәһиридики А.Розибақиев намидкии 153- вә М.Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназиялири ана тилини сақлап қелишта нурғунлиған изгү башланмиларниң тәшәббускарлиридин болуватиду. Болупму 153-мәктәп-гимназиядә оқуғучиларниң дәрискә миллий допида келиши пәхирлинәрлик иш әмәсму. Әнди җәнубий пайтәхттики М.Мақатаев намидики 140-мәктәп-гимназиясидә оқуғучилар шаир­ниң шеирлирини бәс-бәстә ядқа оқуватқанлиғини көрүп бәк һаяҗанландим. Ейтмақчи, мәзкүр билим дәргаһиға қобул қилинған оқуғучи шаирниң оттуз шеирни ядқа билиши тегиш екән. Мана миллий роһ! Улуқ әллама Әл-Фарабиниң «Тәрбийисиз берилгән билим адәмзатниң дүшмини» дегән дана пикри бүгүнки күндиму өз әһмийитини йоқатмиған. Демәк, мәктәп босуғисини атлиған күндин башлап, һәрбир гөдәкниң тилини тепип, әң авал униң ана тилиға, билим елишқа болған иштияқини ойғитишни билишимиз керәккән. Шуниң үчүн биз таза уйғур һәм арилаш мәктәплиримиздә, Конституциядә капаләтләндүрүлгән һоқуқлиримиздин, Тиллар тоғ­рилиқ қанун-қаидиләрдин мува­пиқ пайдиланған һалда иш-һәрикитимизни тоғра йолға салсақ, утуққа сөзсиз қол йәткүзгән болар едуқ. Һә, биз бүгүнки күндә намлири мәктәпләргә берилгән шаирлиримизниң шеирлирини ядлаш буяқта турсун, шу моҗут мәктәп вә синиплиримизға бала топлалмай, уларниң ана мәктәптә ана тилида оқушини тоғра йолға қоялмай келиватимиз. Улуқ әдип вә зиялилиримиз тилниң улуқлуғиниң, қудритиниң милләт үчүн қанчилик зөрүрлүги һәққидә әсирләр бойи тәкитләп келиватсиму, биз, бүгүнки әвлат вәкиллири, техичә сүт уйқида ухлаватимиз. Ана тилини билиш вә уни сөйүш, у сән туғулған йериңгә сиңгән киндик қениң охшашла, ана меһри вә ақ сүти билән қәлбимизгә сиңгән әмәсму?! Ейтиңлара, әгәр ана тилимизниң қәдир-қиммитини, униң қудритини өзимиз чүшәнмисәк, өзимиз әтивалимисақ, у чағда биз өзимизни қандақ уйғур пәрзәнди дәп һесаплаймиз?! Тилни сөйгинимиз – милләткә көйүнгинимиз әмәсму, қериндашлар!

Мирзәхмәт ҖӘМИЕВ.

Уйғур наһийәси.

467 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы