• Дидар ғенимәт
  • 22 Шілде, 2016

Әллик жилдин кейин учрашти

«Дәм ғенимәт, дидар ғенимәт» демәкчи, Яркәнт шәһиридики С.Киров (һазирқи Х.Һәмраев) намидики оттура мәктәпни буниңдин 50 жил бурун тамамлиған сабақ савақдашлар учришиши болуп өтти. Улар өзлири билим алған ана мәктивиниң йеңи бенасиниң қурулуш ишлири қизғин жүргүзүлүватқачқа, «Ирадә» кафесида баш қошти. Бир ечинарлиғи, уларға билим бәргән ондин ошуқ устаз билән балилиғи билән яшлиғини биллә өткүзгән он алтә савақдиши дуниядин өтүпту. Дәсләп савақдашлар мәрһумларниң хатирисигә  бир минутлуқ сүкүт сақлиди. «Ирадә» кафесида өткән баш қошушқа Ташкәнт, Алмута шәһири билән  наһийәдә истиқамәт қиливатқан савақдашлар җүптилири билән кәлди. Учришишни уюштурушта наһийәниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятиға үлүшини қошуп,  һөрмәтлик дәм елишқа чиққандин бу ян җамәтчилик ишлириға паал арилишип, миллий мәдәнийитимиз билән маарипимизға җан көйдүрүватқан Рәхим Абдуләтипов, Мәһәммәтҗан Әзимбаев, Зәйнавдун Сабитов, Тамара  Вайитова, Җимиләм Һосмановалар тәшәббускар болди. Бу қетимқи учришиш өз кәспи бойичә ишләп, ана жут, егилик тәрәққияти үчүн  үлүш қошқан пешқәдәмләр. Ташкәнт шәһиридики технология колледжиниң мудири Зиявдун Һосманов, йеза егилиги ишләп чиқиришиниң мутәхәссислири Мәһәммәт Әзимбаев билән Турған Қурбанов, Рәхим Абдуләтипов, узун жиллар әвлат тәрбийилигән  пешқәдәм устазлар  Халидәм Тейипова, Халима Дугашева, Санийәм Сабитова, Раһиләм Самсақова, Маһинур Амансопиева, пешқәдәм қурулушчилар Мухтәр Имрәмзиев, Ярмәһәммәт Абубәкриев, Нурмәһәммәт Семәтов, медицина саһасиниң хадими Меликәм Һапизова вә башқилар бу баш қошушни елимиз мустәқиллигиниң 25 жиллиғи  беғишлиниватқанлиғини  тилға алди. Бу күни улар — течлиқ әмгәктә тавланған атилар вә анилар бир-бирини 50 жилдин кейин учришиш мунасивити билән тәбрикләш билән биллә  мәңгүлүк әлдики  мәңгүлүк достлуқ, миллий мәдәнийитимиз билән маарипимиз, миллий нәширләргә муштири болуш охшаш мавзулар әтрапида сөз қозғиди. Чүнки улар қәйәрдә ким болуп ишлимисун, бу қәдрийәтлиримизни сақлап, кәлгүси әвлатқа аманәт қилиш йолида жүргәнләр. Шундақ қилип, 1966-жили мәктәп тамамлиғучиларниң дидарлишиш кечилигиниң көңүллүк өтүшидә Чоң Чиған йезисидики  Оғләм Тайирова рәһбәрлигидики сәнъәткарлар нәғмә-нава яңритип,  һүнәрлирини  намайиш қилди.

    Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА,

Панфилов наһийәси. Зухридин Мәңсүров чүшәргән сүрәт.

360 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы