• Көргәзмә
  • 22 Шілде, 2016

Арманлар орунланмақта

Өткәндә гезитханлиримизни яш рәссам Расул Ибрагимовниң иҗадийити билән тонуштуруведуқ. Мәзкүр мақалида мой қәләм егиси өзиниң арзу-арманлирини биз билән бөлүшиведи. Бийил җәнубий пайтәхтимизниң «Гильдия Город Мастеров» галереясидә Расулниң сүрәтлиридин тәркип тапқан дәсләпки көргәзмә уюштурулди. Алтә ай давамида яш рәссамниң әмгәклирини шәһәр турғунлири тамашә қилди вә яхши инкаслирини билдүрди. Галерея мудири Ольга Воднева шуларниң бири өз ойини төвәндикичә изһар қилди: – Расул яшлиғиға қаримастин, тәсвирий сәнъәтниң қир-сирини мукәммәл үгиниватқан иҗаткарлар қатаридин орун алиду, – дәп башлиди сөзини у биз болған сөһбәттә. – Рәссам тәбиәт мәнзирисини өз әйни бойичә тәсвирләшни билиду. Бу униң чоң утуғи. Әлвәттә, униңға техиму издиниш һәм тәҗрибә топлаш керәк. Кәлгүсидә униң Һашимҗан Қурбан, Абдукерим Иса қатарлиқ уйғур рәссамлириниң изини басидиғанлиғиға ишәнчим камил.

Адиләм МӘСИМҖАН.

Алмута шәһири.

374 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы