• Йеңилиқлар
  • 28 Шілде, 2016

Шан-шөһрәткә интилғинимиз яхши, амма...

Ершат ӘСМӘТОВ, «Уйғур авази». a.ershat@mail.ru/ Шуниңға шүкри, дейиш керәкки, бүгүнки күндә Қазақстан уйғурлири җәмийәттики паалийәтчанлиғи җәһәттин башқа милләтләргә нисбәтән алдинқи орунларда туриду. Миллитимизгә мунасивәтлик һәрқандақ чарә-тәдбирдә түрлүк-түмән таамлиримиз, бай концертлик программимиз тәйяр. Бу әснада көп күч чиқириватқан мәдәнийәт мәркәзлиримизгә вә башқиму җәмийәтлик тәшкилатлиримизға, жигитбашлири билән ханим-қизлиримизға, яшлиримизға алаһидә миннәтдарлиқ билдүрүшкә әрзийду. Йошуридиғини йоқки, җәмийәтлик паалийәтчанлиримиз арисида, өз мәнпийитини хәлиқ мәнпийитидин үстүн көридиған, бәзидә меһнитини миннәт қилидиған адәмләрму учришип қалиду. Шуниңға бир мисал. Айрим активистлиримиз азирақ бир ишни әмәлгә ашуруп қоюпла, өзлирини «хәлиққә тонутушни» тәләп қилиду. Йеқинда шуларниң бири бизгә «Мениң сүритимни гезитқа чиқармиса, буниңдин кейин җәмийәтлик ишларға йеқин йолимаймән» дәп салам ейтип берипту. Буниңға немә дәйсиз? Демәк, шу қандишимиз мошу күнгичә хәлиқ хизмитини аброй-атақ, шан-шөһрәт үчүнла қилип кәптекәндә! Әсли сахта  милләтпәрвәрлик, узаққа бармайду. Ундақ нийәттикиләрниң әпти-бәшириси көп өтмәй ашкарә болиду дегән сөз. Һә, һәқиқий мәнасида хәлиқ ғемини йегән адәмни, биз, журналистлар, өзимиз издәп тепивалимиз. Хәлиқму ундақларни яхши билиду һәм һөрмәт қилиду. Җәмийәтлик ишларда жүргән ака-һәдилиримизниң, яшлиримизниң йәнә бир муһим нәрсигә әһмийәт бәргинини халиған болар едуқ. Биз бүгүнки күндә пәқәт «өз қазинимиздила қайнимай», шәһәр, җумһурийәт даирисидики чарә-тәдбирләргиму қатнишип туримиз. Әйнә шундақ пәйтләрдә мәдәнийәткә, аримиздики яш пәрқимизгә, протоколға қәтъий әмәл қилғинимиз тоғра. Жиғин-башқошушларға бәлгүләнгән вақиттин әтигәнирәк  келип, дөләт вә  җәмийәт әрбаплири, көрнәклик қәләм саһиблири яки башқиму атақлиқ шәхләр билән сөзлишиш яки сүрәткә чүшүш мәсилисидә, уларниң хаһиши яки вақти билән һесаплишиш, минбәрдә саватлиқ, мәсилидин чәтнимәй һәм регламентқа әмәл қилған һалда нутуқ сөзләш, нәқ өзиңизгә бәлгүләнгән орунда (болупму исим-фамилиялар ениқ көрситилгәндә) олтириш, жиғин болуватқанда, янфонни вақитлиқ өчирип қоюш яки авазини пәсәйтиветиш, йенимиздики адәмни параңға җәлип қилмаслиқ вә һаказилар шулар җүмлисидиндур. Чоң жиғинлардики өзимизни тутушимизму, бир-биримизгә болған мунасивитимизму алаһидә әһмийәткә егә. Чүнки башқилар жуқурида қәйт қилинған тәләпләргә қарап пәқәт биримизгила әмәс, бәлки пүтүнләй уйғур хәлқигә баһа бериду. Йәнә шуни тәкитлимәкчимизки, өзимизни хәлқимиз арисидиму бүгүнки күн тәләплиригә мувапиқ тутушимиз керәк. Бу, биринчидин, өзимизниң амма алдидики аброй-инавитимизгә иҗабий тәсирини йәткүзсә, иккинчидин, шу арқилиқ башқиларға үлгә болалаймиз. Шундақ әһвалдила биз һәқиқий мәнасида хәлқимизгә, елимизгә хизмәт қилалаймиз. Әң муһими, шан-шөһрәт, аброй-атақ вә мукапатларға интилмисақму, улар бизни өзлири издәп тепивалиду.

445 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы