• Йеңилиқлар
  • 28 Шілде, 2016

Ағриқханидин чиқирилди

18-июль күни Алмутида йүз бәргән террорлуқ һәрикәт ақивитидә алтә адәм қаза болуп, йәттә адәм җараһәт алған еди. Йеқинда мошу вақиәдә җараһәт алған йәрлик полиция хизмити йол-патруль полициясиниң хадими Мурат Балтабек ағриқханидин чиқирилди.«Полиция хадими бизгә еғир җараһәт билән, йәни оң мүрисигә оқ тегип, яридар болуп чүшти. Дәрһал диагноз қоюлуп, тез арида операция қилдуқ. Икки күндин кейин униң әһвали турақлашти. Бүгүн ағриқханидин чиқирилди. Толуқ сақийип кәткичә бизниң назаритимиздә болиду», деди тез ярдәм бериш ағриқханиниң баш врачи Алмаз Жувашев журналистлар үчүн уюштурулған брифингта. Мурат Балтабек барлиқ қазақстанлиқларға бу күнләрдә билдүргән һисдашлиқлири үчүн тәшәккүр изһар қилди. — Биринчи новәттә, мошу паҗиәлик вақиәдә вапат болған кәсипдашлиримниң аилилиригә тәзийә билдүримән. Хизмәт бабида вапат болған кәсипдашлиримниң аилисигә маддий ярдәм көрсәткән, җараһәт алғанларни мәнивий қоллап-қувәтлигән вәтәндашлиримға рәхмәт ейтимән. Әлвәттә, өзәмниң рәһбәрлиримгә, бизгә алаһидә кәспий маһарити билән өз вақтида ярдәм көрсәткән барлиқ дохтурларға миннәтдарлиғим чәксиз. Мән техи яш, полициядә ишләватқинимға бир жилму толмиди. Бу паҗиә җинайәтчиликкә қарши күрәш хаһишимни техиму улғайтти. Һазир тезирақ қатарға қошулуп, хәлқим, вәтиним үчүн хизмәт қилишқа алдираватимән, — деди сөзиниң ахирида Мурат Балтабек. Йолдаш МОЛОТОВ.

523 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы