• Йеңилиқлар
  • 28 Шілде, 2016

Саламәтлик маршрутлири билән

Қазақстан Җумһурийити Президенти йенидики Мәркизий коммуникацияләр хизмитидә болуп өткән мәтбуат конференциясидә тәкитлинишичә, мәмликәтниң бериш қийин регионлириниң аһалисиға консультатив-диагностикилиқ ярдәм қилиш медицина поездлирини ишқа селишниң асасий мәхсити болди.— «Денсаулық», «Жардем» вә «Саламатты Қазақстан» поездлири 2011-жилдин буян ишләватиду. Лайиһә Дөләт рәһбири Мәктүбиниң асасий йөнилишини, йәни транспортлиқ медицинини тәрәққий әткүзүш йөнилишини әмәлгә ашуруш мәхситидә ишқа қошулди, — дәп тәкитләйду Ички ишлар министрлиги Пәвқуладдә вәзийәтләр комитети. «Железнодорожные госпитали медицины катастроф» акционерлиқ җәмийити башқармисиниң рәиси Габделнур Абделманов. – Бийил медицина поездлири мәмликәт Мустәқиллигиниң 25 жиллиғиға беғишланған җумһурийәтлик акция даирисидә ишләватиду. Вагонларға дохтурларниң кабинетлири, диагностикилиқ корпус, регистратура, персонал тамақлинидиған вә дәм алидиған җайлар бар пүтүнсүрүк «чақ үстидики шипаханилар» орунлаштурулған. Гражданлар стоматолог, дерматолог, уролог, маммолог, гинеколог, невропатолог, кардиолог, терапевт, отолоринголог, педиатр вә окулист охшаш мутәхәссисләрниң ярдимидин пайдилиниш имканийитигә егә болди. Уларниң һәммиси алий вә биринчи категориядики врачлар. Станцияләр билән уларға йеқин аһалилиқ пунктларниң көплигән турғунлири әйнә шуларға қарилип, саламәтлигини пухтилиди. Шу нәрсә диққәткә сазавәрки, медицинилиқ хизмәт аһалиға һәқсиз көрситилди. Ички ишлар министрлиги Пәвқуладдә вәзийәтләр комитетиниң рәсмий вәкили Руслан Иманқуловниң тәкитлишичә, пәқәт «Жардем» консультатив-диагностикилиқ поезила 23-майдин бүгүнки күнгә қәдәр 6943 турғунни, шу җүмлидин 817 балини тәкшүрди, 22783 диагностикилиқ процедуриларни вә 136 кичик амбулаторлуқ операцияләрни әмәлгә ашурди. «Жардем» вә «Денсаулық» поезлири ишини август ейида давамлаштуриду.

475 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы