• Әхбаратлар еқими
  • 28 Шілде, 2016

Әрбапқа һөрмәт

Нурсултан Назарбаев җәмийәт әрбаби, Улуқ Вәтән уруши ветерани Султан Жиенбаевни қобул  қилди. Учришиш давамида Нурсултан Назарбаев Султан Жиенбаевқа җәмийәтлик вә милләтләрара разимәнликни шәкилләндүрүшкә, җумһурийитимиз хәлқиниң бирлигини мустәһкәмләшкә қошқан алаһидә һәссиси үчүн Дөләт течлиқ вә тәрәққият мукапитини тапшурди.Президент Султан Жиенбаевқа һәрбий җасарити вә мәмликитимизниң тәрәққиятиға беғишлиған пидакарлиқ әмгиги үчүн миннәтдарлиқ билдүрүп, мукапат билән тәбриклиди. — Сиз өткән әсирниң қийин дәвирлириниң шаһиди болдиңиз, Улуқ Вәтән урушиға униң дәсләпки күнлиридин қатнаштиңиз, андин Қазақстан ихтисадини гүлләндүрүш үчүн ишлидиңиз. Мустәқиллик жиллирида мәмликитимизгә бебаһа ярдәм қилдиңиз. Өткән һаятиңиз тоғрилиқ һекайә қилип, яшларни тәрбийиләватисиз. Бу тоғрилиқ һәммигә яхши мәлум, көп ейтилди вә көп нәрсиләр йезилди. Бүгүнки таңда Сизниң инсаний хисләтлириңиз пүткүл Қазақстанниң һөрмитигә мунасип, — деди Дөләт рәһбири. Нурсултан Назарбаев Улуқ Вәтән урушиниң ветераниға мустәһкәм саламәтлик вә бәхит-саадәт тилиди. Өз новитидә, Султан Жиенбаев җумһурийәтниң шәкиллиниши һәм тәрәққий етиш йолидики Дөләт рәһбириниң шәхсий һәссисигә тохталди вә өз паалийитини жуқури баһалиғанлиғи үчүн тәшәккүр изһар қилди.

667 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы