• Йеңилиқлар
  • 28 Шілде, 2016

Президент һозурида

Нурсултан Назарбаев Премьер-Министр Кәрим Мәсимовни қобул қилди.Учришиш давамида Кәрим Мәсимов Нурсултан Назарбаевқа җумһурийәт тәрәққиятиниң асасий иҗтимаий-ихтисадий көрсәткүчлири, муһим дөләт программилирини орунлашниң кетип бериши, шундақла Йәр ислаһити бойичә комиссияниң еқимдики паалийити тоғрилиқ доклад қилди. Дөләт рәһбири мошу жилниң ахириғичә бирқатар муһим вәзипиләрниң һәл қилинишини тәминләшниң зөрүр екәнлигини атап көрсәтти. — Биринчи новәттә, ихтисадий көрсәткүчләрниң төвәнлишишигә йол қоймаслиқ керәк, буниң үчүн барлиқ шәрт-шараит яритилди, тәләп қилинған мәбләғ бөлүнди, паалийәтниң тегишлик йөнилишлири бәлгүләнди. Иккинчидин, һосул жиғиштуруш вә күз-қиш мәвсүмигә тәйярлиқ көрүш мәсилилиригә диққәт ағдуруш зөрүр. Шундақла «ЭКСПО-2017» көргәзмисигә вә 2017-жилқи қишлиқ Универсиадиға тәйярлиқ ишини тохтатмаслиқ керәк, — деди Президент. Униңдин ташқири, Нурсултан Назарбаев җумһурийәтниң буниңдин кейинки индустриал-инновациялик тәрәққиятини тәминләшниң вә аһалиниң паравәнлигини ашуруш чарилирини көрүшниң зөрүр екәнлигигә диққәт ағдурди. Шундақла Дөләт рәһбири йеқинқи қәрәлләрдә Йәр ислаһити бойичә комиссия ишиниң нәтиҗилирини тәвсийә қилишни тапшурди. — Август ейиниң ахирида Һөкүмәтниң кәңәйтилгән мәҗлисидә алдин-ала йәкүнләрни чиқирип, буниңдин кейинки иш-һәрикәтни бәлгүлүшимиз үчүн атап көрситилгән барлиқ мәсилиләрниң һәл қилинишини қараштурушни илтимас қилимән, — деди Нурсултан Назарбаев. Учришиш йәкүни бойичә Дөләт рәһбири бирқатар ениқ тапшурмиларни бәрди. *** Нурсултан Назарбаев Алмута шәһириниң һакими Бауыржан Байбекни қобул қилди. Президентниң Алмутидики қараргаһида өткүзүлгән учришиш давамида Бауыржан Байбек Дөләт рәһбиригә шәһәрниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятиниң кетип бериши, муһим дөләт программилириниң әмәлгә ашурулуши вә алдики вақитқа бәлгүләнгән планлар тоғрилиқ доклад қилди. Нурсултан Назарбаев шәһәр аһалисиниң паравәнлигини ашуруш, йеңи иш орунлирини вуҗутқа кәлтүрүш, қурулуш ишлири вә иҗтимаий әһмийәткә егә объектларни ечиш кәштисиниң орунлиниши үчүн тегишлик чариләрни көрүшниң зөрүр екәнлигигә диққәт ағдурди. Униңдин ташқири, Дөләт рәһбири Қазақстан Мустәқиллигиниң 25 жиллиғини мәйрәмләш бойичә чарә-тәдбирләргә сүпәтлик тәйярлиқ көрүшниң вә уларни өткүзүшниң муһим екәнлигини тәкитлиди. — Алмута –  мәмликитимизниң әң чоң шәһири. Җумһурийәттә әмәлгә ашурулуватқан барлиқ иш униң тәрәққиятида әкис етиду вә аһалисиға көрүниду. Бийил шәһәрниң 1000 жиллиғи нишанлиниду, келәр жили қишлиқ Универсиада-2017 өткүзүлиду. Бу чоң дөләтлик чарә-тәдбирләр вә уларни әмәлгә ашуруш үчүн нурғун ишни әмәлгә ашуруш тәләп қилиниду. Униңдин ташқири һазир шәһәрни күз-қиш мәвсүмигә тәйярлашни башлаш зөрүр. Мән өткәнки учришиштиму бирқатар тапшурмиларни бәргән едим, уларниң пухта орунлинишини назарәт қилиш лазим, — деди Президент. Өз новитидә, Бауыржан Байбек Нурсултан Назарбаевқа илгири берилгән тапшурмиларни орунлашниң кетип бериши тоғрилиқ әхбарат бәрди. — Һазирқи вақитта қайта мәбләғ билән тәминләнгән ипотека заемлириниң көләми 45 пайиз өсти. Дөләт программилирини әмәлгә ашуруш даирисидә 15 миң йеңи иш орнини вуҗутқа кәлтүрүшкә мәбләғ бөлүнди. Униңдин ташқири дөләт-хусусий шерикликни тәрәққий әткүзүш бойичә тиҗарәтчиләр билән қоюқ иш жүргүзүлүватиду. Мәсилән, бүгүнки күнгә қәдәр умумий миқдари 40 миллиард тәңгә болған меморандумлар имзалинип, уларниң даирисидә бирқатар иҗтимаий объектларни ечиш планлиниватиду, — деди Алмута шәһириниң һакими.

492 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы