• Дидар ғенимәт
  • 11 Тамыз, 2016

Қәдри бөләк достларниң

Чоң шәһәрләрдин жирақта, хәритидинму тепилмайдиған, һәм­мила адәм билип кетивәрмәйдиған кичиккинә бир жут бар. У – меһри дәриядәк кәң, һәр гияси көзгә тотия, мәғрур тағларниң бағрида, бүк-барақсан бағлар арисида чөкүп қалған Ақтам. Биз шу қедимий жутта туғулдуқ. Әр йәттуқ. Ана мәктәпни түгәттуқ. Һели бәзилиримиз ана жутта, бәзилиримиз тәрәп-тәрәпкә тарап кәттуқ. Шундиму арилап, биллә оқуған синипдашлар бир-биримизни сеғинип, муқәддәс жутумиз Ақтамда баш қошуп турушни әнъәнигә айландурдуқ. Бу қетимқи учришишниң қәдри бөләк. Сәвәви, ана мәктәптин учум болғинимизға тоғра 40 жил болди.

Учришиш илгири дуниядин өткән достумиз Сүйгүн Дәвләтов роһиға атап берилгән нәзирдин, йәни дуа тилавәттин башланди. Уни рәмәтлик Сүйгүнниң оғли Әршидин әттәй биз үчүн өткүзүпту. Достумиз һәққидә яхши параңлар ейтилип, аилисигә вә шәхсән оғлиға миннәтдар болуштуқ. Андин Улуқ Вәтән урушида қаза болған ата-бовилиримизға орнитилған ядикарлиқ вә қәбир­станлиқни зиярәт қилип, синипдашлар намидин гүлчәмбәрләр қойдуқ. Бетап болуп қалған достумиз Владимир Һошуровни йоқлап һал соридуқ. Кәч жуттики кафеда өткүзүлди. Униң саһипхини –өзимизниң синипдаш дости Саһинур Имирова. Учришишни мәктәп мудири, синипдишимиз Октябрь Һезмахунов ачти. Андин һәммимиз һаяттин өткән устазлар билән синипдашларни әсләп өттуқ. Биз шундақла пәришанлиқта устазлиримиз Шамахун Ғазиев, Қасимахун Насиров, Амут Нәсәков, Роза Бутаева, Барат Қадировни, синипдаш достлиримиз Сүйгүн Дөләтов, Марат Баратов, Мәһәмдин Һошуровниң роһиға тазим қилдуқ. Андин сөз алған синип рәһбиримиз – узун жил мәктивимизни башқурған Союз ака Низахунов қутлуқ қәдимимизни тәбрикләп, һәммимизгә утуқ вә саламәтлик тиләп, атилиқ қәлбини изһар қилди. Жутниң сап һаваси, нәғмә наваси вә һәрбиримизниң жүрәк қатлиридики сеғиниш сезимлар билән өткән ғенимәт дәмләр әтиси тағда давам қилди. Бир чағлардики шох гөдәкләр әнди салапәтлик «бовай-момайлар» сепигә қошулупту. Мән әзиз синипдашлиримниң шатлиғиға қизиқип, бәзилири һәққидә һәзил-шеирларни оқуп, техиму көңлини көтиришкә тириштим. Һели һәммимиз нәврә сөйүп, әр йетип кәтсәкму, һәрқетим жутқа барғанда өзимизни гөдәк сезимиз. Чүнки ана жутни кинәш, қәдри бөләк достлар билән дидарлишишму бир бәхит екән.

Сәйдәхмәт АМУТОВ.

Алмута шәһири.

449 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы