• Тонушуп қоюң
  • 11 Тамыз, 2016

Илим-пән шәйдаси

«Яшлар арисида илим-пән саһасида әмгәк қилип, утуқларға йетиватқанлар йоқмеди? «Шуларни тонуштурсаңларчу» дәп илтимас қилди өткәндә бир акимиз. Униң тәкливини хошаллиқ илкидә қобул қилдим. Дилфуза Селимахун қизи — илим-пәнгә кичигидин иштияқ бағлиған салаһийәтлик яшлиримизниң бири. Туғулуп өскән жути — Кичик Дехан йезисидики мәктәпни әла баһаларға тамамлап, Алмутидики Абылайхан намидики хәлиқара мунасивәтләр вә дуния тиллири университетиға оқушқа чүшиду вә у илим-пән саһасидики утуқлирини дәл мошу билим дәргаһида тапиду. 2006-жили студентлар арисида өткән илмий-әмәлий конференциягә иштрак қилип, Билим министри тәрипидин иккинчи дәриҗилик дипломға муйәссәр болиду. Мошу жили роман-герман филологияси факультетини утуқлуп тамамлап, мошу оқуш орнида «Әдәбий мунасивәтләр контекстидики «гражданлиқ лирика» мәсилиси (Р.Берне, М.Мақатаев вә И.Бәхтия иҗадийәтлири бойичә)» мавзусида диссертацияни муваппәқийәтлик һимайә қилип, магистратуриниму аяқлаштуриду. Университет рәһбәрлиги билимгә хуштар, тиришчан қизни шу жили өзи тәһсил көргән факультетқа ишқа қалдуриду. Бираз жил мол тәҗрибә топлиған Дилфуза 2014-жили билим дәриҗисини ашуруш мәхситидә «Балилар поэзияси: әнъәнә вә гармония (қазақ, уйғур вә инглиз әдәбиятлири асасида)» мавзусида диссертацияни қоғдашқа бәл бағлайду. Тиришчан қиз издинип-оқуп, АҚШтики абройлуқ Coastal Carolіna университетида илмий тәҗрибидин өтүп келиду. У йәрдә Дилфуза Медисон шәһиридә өткән «XІV Мәркизий Евразия илим-пәниниң бирлиги» хәлиқара конференциясигә қатнишип, «Илия Бәхтия иҗадийити» мавзусида доклад оқуйду. Докладиниң мәзмун-принциплириға қизиққан чәт әл аммивий мәтбуат васитилири уйғурниң тәкрарланмас шаири Илия Бәхтия һәққидә көләмлик мақалиларни елан қилди. 2015-жили болса, Дилфузаниң издинишлири өз нәтиҗисини берип, 2015-жили чәт әл филологияси мутәхәссислиги бойичә «PhD философия доктори» илмий унваниға еришиду.

Дилфуза әдәбият вә мәдәнийәткиму йеқин қизлардин, шеир йезишни әмәк қилиду. 2007 — 2010-жиллар арилиғида җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Студент-яшлар кеңишиниң рәиси сүпитидә Қазақстан уйғур яшлириниң һаятида муһим болған мәсилиләр үстидә учришишларни, «дүгләк үстәлләрни» уюштуриду. Шу кеңәш паалийитигә мәнму мәнму қоюқ арилаштим. Ядимда, 2010-жили мәлә-мәлиләрни арилап, талай талантлиқ уйғур яшлири билән тонушқан едуқ. Андин Алмутида һәммисиниң бешини қошуп, «Дидар ғенимәт» намлиқ яшлар кечилигидә хәлқимизгә тонулған шаир-язғучи, сәнъәтчиләр, алимлар билән ушришишларни уюштурдуқ. Яшлиримизниң бәзилири «Тіл», «Тапқыр достар», «Сөз мерген» охшаш телемусабиқиларға қатнишип, мукапатлиқ орунларға еришти. Арида қирғизстанлиқ яшлар билән мунасивәт бағлап, икки әл арисидики достлуқ вә разимәнликни мустәһкәмләшкә бир кишилик үлүшимизни қоштуқ. Мана, мошундақ җәмийитимиз үчүн пайдилиқ ишларниң бешида Дилфуза турди. Яш алимә бүгүнгичә 27 илмий мақалиниң муәллипи. Униң докладлири умумий топламлардин орун елип, яхши инкасларға егә болди. Дилфузаниң өскиләң әвлатни билим билән илимгә хуштарлиғини ашурушта, яшларниң җәмийәтлик вә мәдәний һаятидики активлиғини риваҗландуруш йолидики әмгиги мунасип баһалинип, һөкүмәт тәрипидин һәрхил Пәхрий ярлиқлар билән тәғдирләнди. Билимгә шуңғуп кирип кәткән Дилфузаниң йәниму егиз пәллиләрни беқиндуруши үчүн издиниш вә вақит һаҗәт. Мәрипәт саһасиниң бағвини мәрһум Селмахун ата Розиевму қизиниң билимгә йеқин болушини халиған еди. Бизму башта акимиз ейтқандәк, илим-пән саһасида көрүнүп жүргән, җүмлидин, Дилфуза Розиевадәк яшлиримиз көп болсекән, дегән нийәттимиз.

Абдулҗан АЗНИБАҚИЕВ.

32861 рет

көрсетілді

3237

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы