• Тонушуп қоюң
  • 18 Тамыз, 2016

Аз күндә Америкиға атлиниду

Исми: Саидәм Фамилияси: Кәримова Кәспи: муәллим/ Йеқинда «Уйғурчә оқуғанларниң келәчиги йоқ» дәп пәтва тоқуп, пәрзәнтлирини өзгә тилларда оқутуватқан ата-анилар пикриниң тамамән хата екәнлигигә йәнә бир қетим көз йәткүздуқ. Талғир наһийәсиниң Туздыбастав йезисидики 31-мәктәптә ана тилида оқуп, уни 2010-жили «Алтун бәлгүгә» тамамлиған вә өз билим-қабилийитини әмәлиятта намайән қилған Саидәм Кәримова сөзүмизгә испат болалайду. Саидәмниң аилә әзалири пәқәт уйғурчә сөзлишиду вә уларниң һәммиси миллитимизгә мунасивәтлик һәрқандақ иштин чәттә қалған әмәс. Шу түпәйли Саидәм милләтпәрвәр, билимгә тәшна қиз болуп өсти. У башланғуч синиплардин башлапла мәктәп программиси биләнла чәклинип қалмастин, мәктәптә өткүзүлгән барлиқ чарә-тәдбирләргә паал арилашти һәм һәрхил пәнләр бойичә уюштурулған мусабиқә-конкурсларда алдинқи орунлардин көрүнүп кәлди. Мошундақ тәдбирчан, зерәк қизниң келәчигидин үмүт күткән устазлири Саидәмгә қолдин кәлгән ярдимини берип, уни һәртәрәплимә қоллап-қувәтләп кәлгән болса, шагирти, өз новитидә, уларниң бу еқидисини йәрдә қоймиди. Келәчәктә ким болушини алдин-ала реҗиләп қойған Саидәм көп ойланмастин Қазақ-Түрк университетиниң инглиз тили факультетини таллавалиду. Бу билим дәргаһидиму у паалийәтчанлиғи билән көзгә чүшүп, оқушта әлачилар қатаридин көрүниду. Муәллим кәспигә муһәббәт бағлиған яш қиз 2014-жили университетни муваппәқийәтлик тамамлап, җәнубий пайтәхттики нами хелила аммибап «Дидар» шәхсий мәктивигә ишқа орунлишиду. 1 — 4-синип оқуғучилириға инглиз тили мукәммәл оқутулидиған мәктәптә кәсипдашлири вә рәһбәрликниң иззәт-һөрмитигә сазавәр болиду. Рәһбәрлик демәкчи, йеқинда әйнә шуларниң тәвсийәси бойичә, Саидәм Америкиниң Техас штаттидики North-Amerіkan Unіvesіty университетиға оқушқа атланмақчи. У бу йәрдә «Educatіonal Leadershіp» (Хәлиқ маарипини башқуруш) бойичә магистратурилиқ билим алиду. Тиришчан қиз бу оқуш орнини утуқлуқ тамамлиғандин кейин җумһурийитимизниң һәрқандақ йеридә маарип саһасиниң жуқури лавазимлирида ишәшлик хизмәт қилиш һоқуқиға егә болалайду. Мошу күнләрдә сәпәр тәрәддутини қиливатқан Саидәм билән сөһбәтләшкинимиздә, у мәйли ана мәктивидә яки алий билим дәргаһида болсун, униңға ишәнгән вә һәр җәһәттин яр-йөләк болған барлиқ устазлиридин чәксиз миннәтдар екәнлигини ейтти. Өз новитидә, бизму билимдин бәхтини тапқан һәм уни техиму йүксәлдүрүш йолиға чүшкән Саидәм Нәсирдин қизиға «Пәрвазиңиз егиз болсун!» демәкчимиз. Мәшүр САСИҚОВ.

642 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы