• Дидар ғенимәт
  • 18 Тамыз, 2016

Милләтпәрвәр инсанлар ана жутида баш қошти

Өткәндә Кәтмәндә әстә қаларлиқ вақиәләрниң гувачиси болдуқ. Биринчиси, синипдашларниң адәттики әллик жиллиқ учришиши, иккинчиси – «Алтун той», үчинчиси, тойда жүрсиму, ойда жүргән миллий мәдәнийәтимизниң җанкөйәрлири бу қетимқи синипдашлар баш қошушини башқичә өткүзүшкә тиришти.1966-жили Кәтмән оттура мәктивидин икки синип оқуғучилири һаятқа учум болған екән. Икки синипни атмишқа йеқин жигит-қиз тамамлапту. Уларниң бирнәччисигә бу күнләрни көрүш несип болмиған екән. Баш қошуш әйнә шу мәрһум синипдашларни әскә елиштин башланди.

Бүгүнки күндә синипдашлар арисида тиришчанлиғи, әмгиги түпәйли әлгә тонулғанларму бар. Җүмлидин өзиниң кәң хәйрихаһлиқ паалийити билән көпчиликкә тонулған тиҗарәтчи Нурмәһәмәт Палтахунов. У һәқиқәтәнму ишбиләрмән инсан. Шуңлашқа җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Шаһимәрдан Нурумов уни өзиниң орунбасарлириниң бири қилип сайлиған еди. Бүгүнки күндә болса, у депутат Нурумовниң ярдәмчиси. Истипадики полковник Сунъят Палтушевму өз вақтида Ички ишлар органлирида көплигән лавазимлиқ хизмәтләрни атқурди. Камалдин Шәхиев. У яқму Кәтмәндики илгәрки «Қизил Туғ» колхозиға рәһбәрлик қилған болса, һазир жигитбешиниң хизмитидә жутни башқуруватиду. Адил Мәмәтбақиев. Алмутидики чоң заводларниң бириниң мудири болған. Талантлиқ шаир Сәйдалим Қаһаровниңму исмини көпчилик махтиниш билән тилға алиду. Атыравдин кәлгән Әнвәрбәг Нодәров таша жутта яшисиму уйғурлиғини унтумай, Уйғур этномәдәнийәт мәркизини қуруп, шуниңға рәһбәрлик қиливетипту. Кәтмәндә мәктәпни тамамлиғучиларниң әллик жиллиқ учришиши биринчи қетим өтүветипту. Бу учришишниң тәшәббускарлири асасән жуқурида исми аталған акилар. Учришишқа ҖУЭМниң иҗраий мудири Зихруллам Қурванбақиев келип, жиғилғанларға мәзкүр тәшкилатниң паалийити һәққидә қисқичә ейтип өтти. Андин Н.Палтахунов ана мәктивигә  атиған заманивий компьютерни һәдийә қилди. Шундақла у дайим жутниң ғемида жүридиған Камалдин Шәхиевқа ҖУЭМ тәсис қилған «Сахавәт» медалини тапшурди. Сунъят Палтушевму бир топ синипдашлири билән мәктәпкә өзлириниң азду-тола соғилирини елип кәпту. У күни диққәткә сазавәр болған йәнә бир нәрсә, сабиқ синипдашлар Юниор вә Гүлсүмхан Муртузаевларниң «Алтун тойи» екән. Мана мошундақ мәйрәмлик сәнәләргә толуп-ташқан синипдашлар учришиши үч күнгә созулуп, унтулмас дәқиқиләрни һәдийә қилди.

Бәхтишат СОПИЕВ.

341 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы