• Әхбаратлар еқими
  • 18 Тамыз, 2016

Премьер-Министр Алмутида болди

Дөләт рәһбириниң тап­шурмиси бойичә Пре­мьер-Министр Кәрим Мә­симов шәһәр һакимийәт орунлириниң ишини шәх­сән баһалаш үчүн Ал­мутида иш бабидики сәпәрдә болди. Һөкүмәт башлиғиниң иш күни у самолет пәләмпийидин чүшүши биләнла башланди. Премьер-Министрға хәлиқ­ара аэропортниң, тө­мүр йол вә автомобиль вокзаллириниң инженерлиқ-техникилиқ җәһәттин тәмин­линиши вә бехәтәрлик сис­темиси тоғрилиқ док­лад қилинди. Буниңда объектларниң терроризмға қарши һимайисигә алаһидә диққәт бөлүнди, чүнки бу мәсилә Дөләт рәһбириниң вә Премьер-Министриниң алаһидә нәзәридә болуватиду.

Инновациялик техноло­гия­ләр парки – Кәрим Мәсимов зиярәт қилған новәттики пункт болди. Бу йәрдә Премьер-Ми­нистр Tecata үлгиси би­лән LED-әсвапларни чиқи­риш заводини көздин кә­чүрди. Мәзкүр кархана Индустрияләштүрүш хәрити­сигә кириду. Инновациялик технологияләр паркиниң баш мудири Санжар Кеттебеков бу йәрдә 145 ширкәтниң 500дин ошуқ мәһсулат түрини чи­қириватқанлиғини вә хизмәт көрситиватқанлиғини тәкит­лиди. 2003-жилдин тартип паркта 3140тин ошуқ иш орни бәрпа болған. Кархана 12 жил ичидә бюджетқа 10,4 миллиард тәңгә селиқ төлигән. Андин кейин Кәрим Мә­симов «Байсерке-Агро» аг­рар-холдингида болди. Йе­за егилиги мәһсулатини йетиштүргүчиләр вә алимлар билән болған учришишта у Дөләт рәһбириниң аһалини елимиздә чиқирилған сүпәт­лик озуқ-түлүк мәһсулатлири билән тәминләш вәзиписини қойғанлиғини әслитип өтти. Премьер-Министрға 2016-жили Алмута әтрапида озуқ-түлүк бәлбеғини вуҗутқа кәлтүрүш программиси даи­рисидә баһаси 56,2 миллиард тәңгилик 54 лайиһиниң әмәлгә ашурулуватқанлиғи тоғрилиқ доклад қилди. Шу күни Кәрим Мәсимов Алатав наһи­йәсиниң «Ша­ңырақ» микро­районидики ериқлар билән йолларниң әһвалини тәкшүрди. Әтиязда ямғурниң қаттиқ йеғиши вә йәр асти сулириниң көтирилиши ақивитидә мик­рорайон су астида қалған еди. Әйнә шуниңға бағлиқ шәһәр һакими 200 километрға йеқин ериқ вә өстәңләр қининиң тазиланғанлиғи тоғрилиқ әх­барат бәрди. Барлиғи болуп, Алатав наһийәсидики әслигә кәлтүрүш ишлириға 259,8 миллион тәңгә бөлүнди. Андин кейин Премьер-Министр регионларни тәрәқ­қий әткүзүш программиси бойичә селинған «Саялы» микрорайонида болди. Бу йәрдә  һазирниң өзидә Ал­мутиниң Баш планида көздә тутулған 98 өйниң 65и қәд көтәргән. Пәтирләр ипотекилиқ несийә прог­рам­миси вә новәттә турғучилар һәм яш аилиләр үчүн иҗаригә бериш тәртиви бойичә тәхсим қилиниватиду. Һөкүмәт башлиғи шун­дақ­ла Универсиада объект­лирини көздин кәчүрди, Педиатрия вә балилар хирургияси илмий мәркизи билән тонушти. Бу йәрдә у имканийити чәкләнгән балиларға ярдәм қилиш мәсилилиригә беғишланған кеңәшмигә қатнашти. Премьер-Министр андин кейин Ахмет Байтурсынов мирасгаһини зиярәт қилип, мутәпәккүрниң һаяти һәм паалийити тоғрилиқ һе­кайә қилидиған надир архив фотоматериаллар вә һөҗҗәтләр билән тонушти. Һөкүмәт башлиғиниң иш кәштиси Алмута шәһириниң һакимийитидә давамлишип, бу йәрдә у шәһәрни тәрәққий әткүзүшниң Баш плани билән тонушти. Тиҗарәтчиликни тәрәқ­қий әткүзүш мәсилилиригә беғишланған кеңәшмидә бизнесниң муһим пробле­милири муһакимә қилинип, униңға малийә, миллий ихтисат, йеза егилиги ми­нистрлири – Бақыт Сул­танов, Қуандық Бишим­баев вә Асқар Мырзахметов қатнашти. Кеңәшмидә шундақла Миллий банк рәиси Данияр Ақышевниң қатнишиши би­лән банк паалийитигә му­насивәтлик мәсилиләрму му­һа­кимә қилинди.

619 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы