- Тонушуп қоюң
- 30 Тамыз, 2016
«Илһам» уни илһамландурған
Миллий мәнавиятимизға қизиқиш һасил қилип, рәссамчилиқ йолиға қәдәм ташлиған талантлиқ яшлиримизниң бири Венерәм Ваҗитова билән йеқинда сөһбәттә болуп қалдуқ. Венерәм туғулуп өскән жути – Чонҗа йезисидики мәктәпни әла баһалар билән тамамлап, 2002-жили Абай намидики Миллий педагогика университетиниң бәдиий рәссамчилиқ факультетиға оқушқа чүшиду. Студентлиқ дәвирлиридила һәрхил конкурсларға қатнишип, алдинқи орунлардин көрүнди.
Алий оқуш орнини түгәткәндин кейин «Алмута қурулуш вә менеджмент» колледжида бәш жилға йеқин устазлиқ қилиду. Венерәм ишләп жүрсиму сүрәт сизишни ташлимайду. Униң әмгәклири арилиқта чоң-кичик көргәзмиләрдин орун алиду. Қайнақ әмгәк вә меһнәтниң арқисида яш рәссамниң исми пәйдин-пәй көпчиликкә мәлум болушқа башлайду. Шуңлашқа көзгә челиққан яш рәссам 2009-жили уйғур меценатлири тәсис қилған мустәқил «Илһам» мукапитиниң «Рәссам» номинацияси бойичə ІІ дәриҗилик мукапат билән тәғдирлиниду. Өз ишидин һәқиқәтәнму илһамланған Венерәм билимини техиму мукәммәлләштүрүш мәхситидә Түркияниң Стамбул шәһиридә дизайнерлиқ кәспи бойичə тәһсил көриду. У бу әлдиму җәмийәтлик ишларға паал арилишиду. Җүмлидин «Уйғур миллий мәдәнийити вә тарихи» намлиқ конгрессқа қатнишип, униң Тәшәккүрнамисиға еришиду. Əлвәттә, бу Венерәм үчүн чоң утуқ еди. Сүрәт селишниң қир-сирини чоңқур үгәнгән Венерәм йеңи-йеңи мурәккәп әсәрләрни яритиду. Яш рәссам өтмүшниң қәдрийәтлирини заманивий үлгидә өз әмгәклиридә тәсвирләшкә тиришиду. Венерәмниң «Җанға йеқин аһаңлар» намлиқ биртоп әмгигиниң ичидә алтә чоң рәсими бар. Уларни көргән адәм уйғур хәлқиниң қедимидин келиватқан нахша-сазлириниң гөзәл, бай һәм нәпислигини ениқ көрәләйду. Қениққан рәңму-рәң бояқлар арқилиқ рәссам ушбу әмгәклиридә сизни уйғурниң нахша-саз алимигә башлайду. Тәкитләш керәкки, Венерәмниң әсәрлири буйрутма билән яситилип, һазир Америка, Европа вә Азия дөләтлиригә кәң тарқалған. Әлвәттә, яш талант егисиниң келәчиги техи алдида. Биз униң иҗадий паалийитигә йеңи утуқлар тиләп, техиму егиз чоққилардин көрүнүшигә тиләкдашлиқ билдүримиз!Адиләм МӘСИМҖАН.
Алмута шәһири.703 рет
көрсетілді0
пікір