• Йеңилиқлар
  • 30 Тамыз, 2016

Милләтпәрвәр достумизға мәктүп

Йол жирақи болсиму, көңүл жирақи болмисун/ Мән Тохтасун Әйсаров (сүрәттә) билән униңдин 33 жил илгири, йәни улар Уйғур наһийәсиниң Чоң Ақсу йезисидин Чаринға көчүп чүшкәндин тартип билимән. Иккимиз уйғур оттура мәктивиниң 10-синипида бир жилла биллә оқудуқтә, чоң һаятқа учум болуп, һәрян кетип қалдуқ. У Алмута дөләт медицина институтини тамамлап, Уйғур, Талғир наһийәлик ағриқханилирида балилар дохтури болуп ишләйду. Кейин әмгәк паалийитини һәрбий саһада давам қилиш қарариға келиду. Чонҗидики һәрбий қисимда врач хизмитидә болиду. Иш бабида йөткилип жүрүп, 2001-жили Ақтаудики һәрбий қисимларниң биригә келиду.

Һә, мәнму һәрбий хизмитимни давамлаштуруш үчүн 2005-жили бу шәһәргә кәлдим. Шундақ қилип, тәғдир тәққазиси билән синипдишимни 22 жилдин кейин қайтидин учритип, униң билән хизмәтдаш болуп қалдим. Иккимиз янму-ян яшап, аиләвий арилаштуқ. 2011-жили бир мәзгилдә истипаға чиқтуқ. Шуниңдин көп өтмәй теги-тәкти Уйғур наһийәсиниң Ғалҗат йезисидин болған йәнә бир кәсипдишимиз Шаһам Әйсаров үчимиз биллә муңдишип олтирип, тәвәдики уйғурларниң бешини қошуш қарариға кәлдуқ. Бәш жилдин буян җанлиқ паалийәт елип бериватқан җумһурийәтлик Уйғур мәдә­­нийәт мәркизиниң Маң­ғистав вилайәтлик шөбиси әйнә шундақ қурулған еди. Бу җәмийәтлик тәшкилатни мән икки жил башқуруп, аиләвий шараитимға бола, йәни жутумға көчүп кетишимгә мунасивәтлик Тохтасунға өткүздүм. Қәдинас ағинәм шуниңдин буян қизғин паалийәт елип бериватиду. Қазақстан хәлқиниң бирлик-дост­луғини мустәһкәмләш, хәл­қимизниң урпи-адәт, әнъә­нилирини сақлаш һәм риваҗ­ландуруш, шәһәр даирисидики һәрхил мәдәний чарә-тәдбирләргә қатнишиш паалийәт­лиридә тәвә уйғурлири та һелиғичә активлиғини тонутуп кәлмәктә. Мошуниң һәммисини вәтәнпәрвәр, милләтпәрвәр ағинимиз Тохтасун Әйсаровниң әмгәк-әҗрисиз тәсәввур қилиш тәс. Әйнә шу қәдинас ағинимиз бу күнләрдә һаятиниң әллигинчи даваниға көтирилди. Шу мунасивәт билән биз, Мусаҗан Абдукәримов, Руслан Мамтушуров, Абдуманап Азнибақиевлар аилилиримиз билән, шундақла башқа дост-бурадәрлиримиз намидин қәдинас достумизни сөйүмлүк гезитимиз «Уйғур авази» арқилиқ тәбрикләшни тоғра көрдуқ. Униң җанлиқ җәмийәтлик паалийитигә зор муваппәқийәтләр тиләп, рәпиқиси Гүлзарәм иккисигә һәм икки пәрзәндигә дуниядики бар яхшилиқларни тиләймиз. «Йол жирақи болсиму, көңүл жирақи болмисун» демәкчи, биз уларни дайим әсләп, сеғинип, дидар көрүшүшни арман қилип жүримиз.

Мәрүпҗан РӘҺМАНОВ.

Талғир шәһири.

403 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы