• Яднамә
  • 02 Қыркүйек, 2016

Устаз әҗри

Һаятта өзәң бәк қәдир тутуп, һөрмәтләйдиған инсанларниң йәр дәссәп жүргини һәрқәдәмдә саңа мәдәт берип турса, уларниң бақилиқ болғанлиғи тоғрилиқ шум хәвәр, әксичә, көңлүңни ғәш қилип, мәйүсләндүридиғанлиғи тәбиий. Әнди түрлүк сәвәпләргә бола, униң дәпин қилиш мәрасимиға қатнишалмисаң, техиму әләм. Йеқинда устазим Ханум һәдә Абдурахманованиң вапат болғанлиғини сәл кечикип аңлиғанда, әйнә шундақ һаләтни баштин кәчүрдүм. «Вақит алдираңғу — сақлап турмайду»  демәкчи, мана һәш-пәш дегичә аридин 40 күндәк вақит өтүпту...

  Ханум Абдурахман қизи 1945-жили Уйғур наһийәсиниң Довун йезисида дунияға кәлгән. Дәсләп өз жутидики толуқсиз мәктәптә билим алған у оттура мәктәпни 1961-жили Чонҗа йезисида тамамлайду. Андин Алмутидики Қизлар педагогика институтиниң математика факультетиға оқушқа чүшүп, уни 1966-жили утуқлуқ тамамлайду. Әмгәк паалийитини  шу жили Ақтам оттура мәктивидә башлап, оттуз жилдәк шу жутта үзлүксиз ишләйду. Андин киндик қени төкүлгән жутиға көчүп берип, 1995-жили Довун йезисидики мәктәптин һөрмәтлик дәм елишқа чиқиду. Ханум һәдә өмүрлүк җүпти Танкист ака билән 2 қиз, 3 оғул сөйүп, пәрзәнтлириниң алий билимлик болуп йетилишигә шараит яратқан һәм улардин 17 нәврә, 2 чәврә  қучқан бәхитлик ана еди. Әпсус, у тәсадипи йепишқан ағриқ ақивитидин туюқсиз аримиздин кәтти. Ханум һәдиниң балилиқ вә яшлиқ дәври өз тәңтушлиридин һеч пәриқләнмигән һалда өтти. Әндила аяқлашқан уруш зәрдави пәйда қилған еғирчилиқлар улар қурамлиқларни кичигидинла  бәрдашлиқ, идрәклик вә адәмләргә меһриван болушқа үгәтти. Ханум һәдиниң бу хил алий хисләтләргә пүткүл һаяти давамида әмәл қилип өткәнлигини мәмнунийәт билән тилға елишқа әрзийду. У яқниң жүрүш-туруши, кийиниши өзиниң чуғиға яришимлиқ чаққан вә идитлиқ болидиған. Рәмити өзигиму, өзгиләргиму бәк тәләпчан еди. Оюн түпәйли бәзидә дәристин сәлла чәтнәп қалсақ, болупму өзи үмүт артқан шагиртлириға «...вақитни бошқа өткүзүватисиләр» дәп рәнҗип, җемиләп кетидиған... Шундақла һәм мәктәптә, һәм шу жиллири әнъәнигә айланған егиликниң етиз-ериқ ишлириға ярдәмлишиштәк җәмийәтлик ишларни тәшкилләштиму Ханум һәдә наһайити паалийәтчан  болидиған. Шәхсән өзәм бәңваш бала чеғимда йол көрситип, билим бәргән устазлиримни қәдирлик ата-анамға қияс қилимән һәм шуларниң қатариға қоюмән. Шуниң үчүн болса керәк, кейинки вақитларда бирәр чоң әвлат вәкили һаяттин өтсә, гоя у өзи билән мениң бәхтияр балилиғим өткән пүтүнсүрүк бир дәвирни, тоғриси униң бәрикитини биллә елип кетиватқандәк сезилиду. У мәзгилләрдә оқутқучилар бәк салапәтлик, билим алимигә қизиққан оқуғучилар саниму еғиз толтуруп ейтқидәк көп еди. Устазлар миллий роһни шагиртлар еңиға ана тилида сиңдүрүшниң утуқлуқ йоллирини тепип, издинип, мәрипәт чириғимизни ейтарлиқ һалда ялқунлатқан еди. Ханум һәдидәк өз ишиға җан-дили билән берилгән устазларни һәрбир йезидин учритишқа болатти. Шу дәвир билән миллий маарипимизниң бүгүнки һалитини селиштурсақ, қәлбимизни ечиниш туйғулири егиләвалиду. Шуңлашқиму көпчиликниң мәслиһәтчиси вә бәрикити болған пешқәдәм устазлар сепиниң жилдин-жилға шалаңлишиватқанлиғи көңүлни ғәш қилиду. Амал қанчә, тақилип кәлгән әҗәлгә, бәндиләр һәрқачан чарисиз... Һәтта һөрмәтлик дәм елишқа чиққандин кейинму узун жиллиқ әмгигиниң гәштини сүрүшниң орниға, өзгириватқан заман тәләплиригә мувапиқлашқан һалда, пәрзәнт вә нәврилиригә һәм маддий, һәм мәнивий җәһәттин таянчи, мәдәтчи болуп, тиҗарәт билән шуғуллинишиму Ханум һәдиниң балилиғидин қениға сиңгән әмгәксөйгүчлүгиниң, меһнәткәшлигиниң бәлгүси еди. Әр-аял мөтивәрләр өзлири үлгә болуп, пәрзәнтлириниму адил болушқа, әмгәкчан, меһриван вә кичик пейил болушқа үндәп, чоң қилди. Оғуллири Маркс, Алимҗан, Алмахунлар һаятта өз орнини тепип, һәрхил саһаларда тәр төкүватса, қизлири Халидәм билән Диләрәм анисиниң изини  бесип, мәктәптә муәллим болуп ишлимәктә. Буниң һәммиси, әлвәттә, устаз-аниниң әҗри екәнлиги талашсиз. Ханум һәдиниң җапалиқ әмгиги өз вақтида мәктәп мәмурийити, вилайәтлик, наһийәлик маарип бөлүмлири тәрипидин мунасип баһаланди. Униң бирнәччә қетим пәхрий ярлиқ, тәшәккүрнамилар билән тәғдирлиниши сөзүмизгә испат болалиса керәк. Бирақ һәрқандақ устаз үчүн әң алий мукапат – шагиртлириниң утуғи. Һазир Ханум һәдә Абдурахманова оқутуп, тәрбийилигән шагиртларниң көпчилиги һаяттин өз орнини тепип, елимиз тәрәққиятиға биркишилик һәссисини қошуп кәлмәктә. Бу, демәк, устаз әҗриниң бекарға кәтмигәнлигиниң ипадиси... ...Пәқәт аилә-тавабиати үчүнла әмәс, бәлки көплигән қаяш-кәсипдашлири билән йүзлигән миннәтдар шагиртлири алдида қәдирлик болған пешқәдәм устаз Ханум һәдә Абдурахманованиң ярқин симаси уларниң хатирисидә мәңгү сақлиниду. Рәхмәтҗан ҒОҖАМБӘРДИЕВ, “Мектеп” нәшрияти Уйғур редакциясиниң башлиғи.

300 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы