• Йеңилиқлар
  • 08 Қыркүйек, 2016

Һәҗ қилиш

Әнъәнивий урпи-адәтлиримиз бойичә, Қурван һейтида дунияниң һәрқандақ җайлиридин кәлгән мусулманлар Әрәп йеримарилиниң ғәрбигә җайлашқан Мәккә вә Мәдинәдин ибарәт икки чоң муқәддәс шәһәргә жиғилип, бир һәптә һәҗ қилиду. Саламәтлиги һәм ихтисадий шараити яр бәргән мусулманлар һаятида, кам дегәндә, бир қетим мошу йәрдә һәҗ пәрзини өтәйду.Һәҗ қилиш – ислам динидики бәш пәризниң бири. Қалған төрти кәлимә шаһадәтни оқуп иман ейтмақ, күнигә бәшвақ намаз оқумақ, рамзан һейтида роза тутмақ, рамзан ейида кириминиң бәштин бир қисмини закат қилмақ охшаш пәризләрдин ибарәт. Һәҗ мәзгилидә әрләр тикиши йоқ икки парчә ақ хәсә билән еһрам бағлайду. Уларниң бәдинини ориши – барлиқ арзу-һәвәсини тәрк етип, бирдин-бир Аллаға йүзләнгәнлигиниң ипадисидур. Аялларға кийиниш җәһәттин унчилик алаһидә тәләп қоюлмайду. Улар адәттә пүтүн бәдинини чүмкәйдиған кийимләрни кийсә купайә. Һәҗ қилидиғанлар қисқа чач қойиду, шундақда әһвалиға қарап, қой, кала, төгә қатарлиқ малларни намратларға сәдиқә қилип бериду. Һәҗдин қайтқанлар өз жутлириға зәм-зәм сүйини елип қайтишиду. Улар бу хасийәтлик ичимликни һәҗдин келиши билән тәбрикләп киргән уруқ-туққан, дост-бурадәр вә башқа йеқинлириға тутиду. Қуръан Кәримдә зәм-зәм сүйиниң Ибраһим әләйһиссаламниң аяли Һәҗәр чаңқап кәткән оғли Исмайилға су издәватқанда мөҗүзә йүз берип, пәйда болғанлиғи һәққидә йезилған. Һәҗ қилғучиларға қоюлидиған тәләпләр: Һәҗ қилғучи чоқум балағәткә йәткән болуши керәк. Диний қаидиләр бойичә оғуллар – 12, қизлар 9 яшқа киргәндә һәҗ қилиш бәлгүләнгән. Һәҗ қилғучиниң тени сағлам болуши керәк. Еғир кесәлләр, мәйипләр, поезд, самолет қатарлиқ қатнаш васитилиридә йол жүрүш еғир келидиғанларниң һәҗ қилиши чәклиниду. Һәҗ қилғучиниң башқиларда қәризи йоқ болуши керәк. Һәҗ қилишқа бәл бағлиған һәрбир адәм йолға чиқиштин авал илгәрки қәризлирини пүтүнләй үзүветиши керәк. Һәҗгә баридиғанлар һур кишиләрдин болуши керәк. Қанунға хилаплиқ қилмиған һәм бирдәк һоқуқ вә мәҗбурийитини ада қилған кишиләрла һәҗгә барса болиду. Жуқурида қәйт қилинған тәләпләрдин башқа, хотун-қизлар йолдишиниң, уруқ-туққанлириниң яки башқа аял һәмралириниң һимайиси астида һәҗгә бериши лазим. Мабада саламәтлиги һәҗ қилишқа мәңгү яр бәрмисә, башқиларни өзигә вакаләтән бәдәл һәҗ қилдурса болиду. Лекин бәдәл һаҗи чоқум өзи бир қетим  һәҗ пәрзини ада қилған болуши керәк. Қурван һейти – ислам диниға етиқат қилидиған хәлиқләрниң узун тарихқа егә әң зор әнъәнивий мәйримидур. Ривайәт қилинишичә, қурванлиқ адити миладидин илгәрки ХІІ әсирдә яшиған пәйғәмбәр Ибраһимниң Мина теғида оғли Исмайилни қурванлиқ қилип, өзиниң Аллаға етиқатини билдүрүш нийитидин кейин пәйда болған. Қурванлиқ қилиш һиҗрийә календари бойичә зулһәҗҗәниң онинчи күни әмәлгә ашурулиду. Шу күни кишиләр җәмәгә жиғилип, һейт намизини өтәйду. Намаздин кейин өйлиригә қайтишип, қурванлиқ үчүн һазирланған малларни сойиду. Андин холум-хошна, уруқ-туққан, әл-ағиниләр өзара һейтлишиду. Уйғурларда һейтқа мунасивәтлик яхши адәтләр бар. Өй тазилаш, ақартиш, кир жуюш, кигиз-көрпиләрни қеқиш, йеңи кийимләрни кийиш вә һаказилар шулар җүмлисидиндур.

457 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы