• Жиллар вә адәмләр
  • 15 Қыркүйек, 2016

Милиция академиясини тамамлиған дәсләпки уйғур

Мәлумки, илгири, кеңәш дәвридә, җәмийәттә ички ишлар органлири тоғрилиқ һәрхил көзқарашларниң, һәтта бир-биригә тамамән қариму-қарши пикир-му­лаһизиләрниң орун ал­ғанлиғини чоң әвлат вәкиллири яхши билиду. Техи ЧК вә НКВД моҗут болуп турған пәйтләрдә улар тәрипидин әмәлгә ашурулған аммивий тә­қипләшләрниң, наһәқ тут­қунға елинип түрмиләр билән сүргүнләрдә хор­ланғанларниң наһайити нурғун болуши милиция хадимлириға нисбәтән сәлбий көзқарашни пәй­да қилған еди. Милиция хадимлири арисида «Бөк ал десә, баш кесидиғанлар» өзлириниң мүмкинчиликлиридин вә хизмәт бабидин сүйистимал қилиши җәмийәттә әй­нә шундақ пикирниң қелиплишишиға асасий түрткә болди. Лекин хәлиқ милицияси тәркивидә һәқи­қий вәтәнпәрвәрләр, җәңгиварлиқниң үлгисини көрсәткән қәһриманлар, мүрисидики пагониниң тазилиғини сақлап қелиш үчүн җенидин кәчкән шәхсләр аз болмиди. Нәқ әйнә шундақларниң адил вә пидакаранә хизмити түпәйли СССР дәп аталған алп дөләт ички вә ташқи дүшмәнлиридин дайим ғалип чиқип, аста-аста хәлиқ ишәнчисигә вә меһир-муһәббитигә ери­шишкә башлиди. Өткән әсирниң 60-жил­лириниң ахирилирида вә 70-жилларниң башлирида СССР Ички ишлар министрлиги рәһбәрлигидә әң күчлүк вә коррупция һәддидин ташқири овҗ алған бу системини түп-асасидин ислаһ қилиш мәсилисиниң пишип-йе­тилгәнлигини чоңқур һис қилди. Шуңлашқа ички ишлар органлиридики ислаһат наһайити қәтъий вә нәтиҗидарлиқ билән башланди. Шу чағдики СССР ички ишлар министри Н.А. Щелоковниң бу ислаһат бойичә дәсләпки буйруғи милиция хадимлириниң аһали билән мәнәнийәтлик вә сәмимий мунасивәттә болушини қанун асасида бәкитти.  Мошу жиллири ички ишлар министрлиги пәйдин-пәй һәрбий структуридин гражданлиқ структуриға өтүшкә башлиди. Буниңға кадрларни таллаш вә тәрбийиләш мәсилисигә алаһидә көңүл бөлүнгәнлиги асасий түрткә болди. Әйнә шундақ яш кадрлар арисида Муртуза Батталовму болди. Муртуза Батталовниң ички ишлар органлириға хизмәткә келиши тәсадипи йүз бәргән вақиә әмәс. У кичигидинла тәртип-интизамға алаһидә көңүл бөләтти, йеник пайда тепиш койида жүргәнләргә нәпрәт билән қаратти. Чүнки нәқ мошундақ муһит униң аилисидиму қелиплашқан еди. Мундақ дәп кесип ейтишимизниң асасий сәвәви шуки, униң дадиси, пешқәдәм устаз Аруп Батталов вә аниси Хасийәтхан өз пәрзәнтлириниң қәлбигә әйнә шундақ алий инсаний хисләтләрни кичигидинла сиңдүрүшни билди. Әнди Муртуза акиниң милиция формисини кийишигә вәтән алдидики һәрбий борчини қайтидин тәшкил қилинған Җәмийәтлик тәртипни сақ­лаш министрлигиниң ички әскәрләр қисмида өтигәнлиги, андин 1969-жили Алмута мәхсус оттура милиция мәктивигә оқушқа чүшүши асасий түрткә болди. Мәзкүр мәктәп рәһбәрлиги наһайити актив, билимлик вә җисманий җәһәттин күчлүк курсант Муртуза Батталовқа чоң үмүт-ишәнчә билән қариди. Чүнки яш курсант мәктәптә моҗут икки взводниң бириниң командири болди, йәнә бир взводқа болса, униң йеқин дости Сағынжан Асыл-Керей рәһбәрлик қилди. Ейтмақчи, у кейинирәк җумһурийәт Ички ишлар министрлиги рәһбәрлириниң бири болди, һазир истипадики генерал-майор, Алмута шәһәрлик ички ишлар органлири ветеранлири кеңишиниң рәиси. Муртуза Батталов мәз­күр мәктәпни тамам­лиғандин кейин, йәни 1971-жили йолланма билән Уйғур наһийәлик ички ишлар  бөлүмигә ишқа әвәтилиду.  У чағларда мәзкүр бөлүмни милиция ветерани Турған Җамақов башқуратти. У  яш милиция офицери Муртузаға атидарлиқ мунасивәттә болди, җәмийәт һаятидики бу муһим органниң қир-сирлирини еринмәй үгәтти, болупму наһийәдики оператив муһитниң әйни әһвалидин толуқ хәвәрдар болушниң лазимлиғини әскәртиштин йелиқмиди. Әйнә шундақ устазниң қолида тәрбийиләнгән Мур­туза Батталов көп өтмәйла хизмәт пәләмпәй­лиридә чапсан көтирилди: участкилиқ инспектор, тәр­гәвчи, җәмийәтлик мү­лүкни оғрилиғучиларға қар­ши күришиш бөлү­миниң (ОБХСС) инспектори болди. Мана мошу хизмәтләрдә у өзиниң принципиаллиғи, қәсәмядқа садиқлиғи билән пәриқләнди. Шуңлашқа болса керәк, наһийәлик ички ишлар бөлүминиң рәһбәрлиги Муртуза Батталовни 1974-жили Москваға СССРда дәсләпки қетим ечилған Ички ишлар министрлигиниң ака­де­миясигә оқушқа әвәтти. У чағда Муртуза Аруп оғли техи 28 яшта еди. Бу академияни тәшкил қилғучи һәм дәсләпки рәһбири милиция генерал-лейтенанти Сергей Крыловниң қәтъий тәливи билән мәзкүр билим орниға пәқәт һәртәрәплимә билимлик, җай-җайларда ички ишлар органлирини ислаһ қилишниң стратегиялик әһмийитини чоңқур һис қилидиған офицерлар қобул қилинди. Шундақ қилип, ички ишлар органлирида алий билимлик офицерлар корпусини шәкилләндүрүш қолға елинған еди. Ейтиш керәкки, академия рәһбәрлиги өз мәхситигә йәтти. Чүнки униң тиңшиғучилири академия йенидики Мәдәнийәт университетидиму билим алатти. Әнди бу университетниң ректори улуқ композитор Арам Хачатурян еди, кафедриларни болса, Лев Кулиджанов, Илья Глазунов башқуратти, оқутқучилар арисида Михаил Ульянов, Алексей Баталов, Юрий Никулин, Элина Быстрицкая охшаш атақлиқ намайәндиләр бар еди. Шундақла бу Мәдәнийәт университетиниң меһман­лири арисида пат-патла исми дуния әһлигә яхши мәлум Владимир Высоцкийни, ака-ука Вайнерларни, Растроповични, Рихтерни, Ойстрахни көрүшкә болатти. Мән, билимим бойичә гуманитар адәм, акамниң пәқәт кәспий җәһәттинла әмәс, шундақла мәдәний җәһәттинму на­һайити жуқури дәриҗигә көтирилгәнлигиниң талай қетим гувачиси болған едим, — дәп әсләйду Муртуза акиниң иниси Марс Батталов. — Аилимиз әзалири жиғилип кроссвордларни йәшкәндә, униң алдиға өтидиған һечким болмайдиған. Униң аң-сәвийәси шундақ жуқури дәриҗигә йетилгән едики, шәхсән өзәм униңға һәвәс билән қараттим. Акамниң ейтиши бойичә, Москвада оқуватқинида униңға пат-патла Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани Сүлһи Лутфуллин келәттекән, шун­дақла Москваға иш баби билән кәлгән хәл­қимиз вәкиллиридин көр­нәклик алимлар, җә­мийәт әрбаплири, партия, кеңәш вә комсомол органлириниң хадимлири йәңгимиз Һурийәтханниң дәстихинидин дәм тартмай кәтмәттекән. 70-жилларниң ахирилирида һакимийәт ички ишлар органлиридики ис­лаһатларни, немишки­ду, қәтъий қоллап-қувәт­ләштин қалди, академияни тамамлиғучиларни муһим стратегиялик йөни­лишләрдә әмәс, һәрхил ушшақ мәмурий лавазимларда пайдилиниш тәрипигә өтти. Уларниң арисида Муртуза Батталовму болди. 1977-жили академияни әла баһаларға тамамлиған уни Алмута вилайәтлик ички ишлар башқармиси Наринқолға — наһийәлик ички ишлар бөлүми башлиғиниң орунбасари қилип әвәтти. Бирақ қарам тәғдир Муртуза Аруп оғлиға бай билими билән қабилийитини толуқ намайән қилишқа яр бәрмиди — 1978-жили 21-сентябрь күни у хизмәт мәҗбурийитини орунлаш пәйтидә йол-транспорт һалакитигә учрап, паҗиәлик вапат болди. Бу қара күнгиму 38 жил бопту. Әнди Муртуза Аруп оғли һаят болса, бийил 70 яшқа толатти. Әпсус, бу күн униңға несип болмиди. Иврайим БАРАТОВ СҮРӘТТӘ: М.Батталов (оңда) С.Лутфуллин билән Қизил мәйданда (1975-жил).

277 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы