• Гезитимиз җанкөйәрлири
  • 15 Қыркүйек, 2016

Сунмас ирадә

Вақитниң билинмәй өтүватқан чапсан еқими аримиздики паалийәтчан аниларниң бири Бибинур Турсун қизи Мусаеваниму һаятниң шанлиқ мәнзилигә елип кәлди, у яқ мошу жилниң 18-сентябрь күни өзиниң мубарәк 75-сәнәсини қарши алиду. Бу инсан өмригә нисбәтән хелә вақит, өткән һаят йолуңға, хәлқиңгә, жутуңға қилған һиммитиңгә бир нәзәр ташлап өтидиған пәйт.Шундақ екән, Бибинурниң намиға пәқәт иллиқ-гәп-сөзләрлә хас. Буни у яқ яшаватқан Алмута шәһири «Көктем-1» мәһәллисиниң уйғурлири яхши билиду, изһар қилған миннәтдарлиқлирини талай қетим аңлиғандим. Шундақтиму уни йәнә бир қетим ениғирақ биливелиш мәхситидә мәзкүр мәһәллиниң турғуни, сабиқ жигитбеши Қәһриман Әмәтовқа телефон қилдим. У мәхситимни билгәндин кейин чоң қанаәтлиниш илкидә мундақ деди: Мәһәллимиздики ханим-қизлар рәһбири БибинурТурсун қизиниң сиңәргән вә сиңириватқан әстаидил әмгигини алаһидә тилға елишқа әрзийду. У яқ, аилисидә моҗут хелә еғир шараитқа қаримай, Бостандық наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизини тәшкил қилғучиларниң биридин болуп, униң шәкиллинип, йүксилишигә мунасип үлүшини қошти, паалийитидики нәмунилик ишларниң дәвәтчисидин болди вә болуватмақта.  Бу йәрдә шуни алаһидә тәкитләш керәкки, һәркимгә икки еғиз сөзини жүригигә йәткүзүп ейталайдиған Бибинур Мусаева миллий гезитлиримизға муштири топлаш башланғанда өйму-өй кирип, тәшвиқ, чүшәндүрүш ишини елип бариду, муштири топлайду. Қәриманниң бу сөзләрни жүрәк хаһиши билән ейтиватқанлиғини чүшәндим. Бибинурни мәнму жутдиши сүпитидә яхши билимән. У яқ тәбиитидин тиришчан, идрәклик, сәрәмҗан еди. Жиллар өткәнсири бу хисләтлири техиму көпийип, мукәммәлләшти.  Бу җәһәттин ата-анисиниң төккән еқидиси аз әмәс, дадиси Турсун ака билән аписи Упахан һәдә Яркәнт тәвәси Надәк йезисида тәшкил қилинған Киров намидики колхозниң ихтисадини риваҗландуруш йолида җанпидалиқ билән әмгәк қилди. Җәмийәтлик вә жутдарчилиқ ишлиридинму қалмиди, жутдашлириға хизмәт қилишни шәрәплик вәзиписидин дәп билди. Аилидики иккинчи пәрзәнт болған Бибинур 1960-жили Яркәнт шәһиридки Киров (һазирқи Х.Һәмраев) намидики уйғур оттура мәктивини үлгилик тамамлиғандин кейин колхозда әмгәк паалийитини башлайду. Клуб башлиғи, тиббий пункт хадими болуп вә башқиму ишларда ишләйду. Етиз ишлириғиму арилишип, тавлиниду. У яқ 1962-жили чоңчиғанлиқ жигит Абдурешит Һапизов билән тонушуп, турмуш қуриду. Абдурешитму мениң синипдишим, у 1957-жили оттура мәктәпни пүтәргәндин кейин һәрбий борчини өтәп қайтиду. Андин озуқ-түлүк вә санаәт техникумида оқуп, пүтирип, әмгәк йолини башлайду, Талдиқорған вилайитиниң Гвардия наһийәсидә кәспи бойичә ишләйду. Шуниңдин кейин туғулған колхозиға келип, кадрлар бөлүмидә әмгәк паалийитини давамлаштуриду. Мошу жиллири Алмута Йеза егилиги институтида сирттин оқуп, агроном мутәхәссислигини егиләп, наһийәниң Октябрь совхозида баш агроном хизмитини шәрәплик атқуриду. 1978-жили улар Алмута шәһиригә көчүп келип, җумһурийәтниң әң чоң карханилириниң бири — «Казсельхозтехника» бирләшмисиниң мәркизий базисиға ишқа орунлишип, қойма башлиғи болуп ишләйду. Бу җавапкәр участкилардин болуп, база җумһурийәтниң барлиқ вилайәтлирини техникиларниң запас қисимлири билән тәминләтти. Һәтта чәт әлләрдинму херидарлар келип, техника қисимлирини сетивалатти. Әр-аял иккиси вақит билән һесаплашмай ишләп, мошу мәсъул вәзипиниң һөддисидин шәрәплик чиқти, бирләшмә рәһбәрлиги тәрипидин һәрқачан мәнивий вә маддий мукапатлар билән тәғдирлинип турди, турушлуқ өй билән тәминләнди. Шу йәрдин һөрмәтлик дәм елишқа чиқти. Йолдиши Абдурешитниң дуниядин өткинигә бийил үч жил болди. Бибинур өйниң чириғини өчәрмәй, бәрикитини кәткүзмәй, пәрзәнтлиригә ата вә ана, нәврилиригә бова вә мома сүпитидә еқидисини төкүп, аилә тирикчилигини худди бурунқидәк давамлаштуруп келиватиду. Өйигә қачан кәлмәй, сәрәмҗан, дәстихини йейиқлиқ хуш қарши алиду. Бибинур үчүн йәнә иш пәсли — күзму йетип кәлди. Аз күнләрдин кейин әнъәнә бойичә қәрәллик мәтбуатқа муштири топлаш башлиниду. Ана йәнә коча арилап, өйму-өй кирип «Уйғур авази» гезитиға муштири топлайду, буни у яқ аваригәрчилик дәп билмәйду, муһими, муштирилар саниниң көпәйгини әвзәл. Мошундақ җиддий иш-һәрикәт билән Бибинур һаятиниң қандақ 75-даваниға көтирилгинини туймай қалди. Шу мубарәк сәнәси билән у яқни қизғин тәбрикләп, мустәһкәм саламәтлик тиләймиз. Абдукерим ТУДИЯРОВ. 

445 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы