• Әхбаратлар еқими
  • 15 Қыркүйек, 2016

Мустәқил елим — тиригим

Мәлумки, бийил барлиқ шәһәр вә йезиларда Қазақстан Җумһурийити Мустәқиллигиниң 25 жиллиғиға беғишланған мәйрәмлик чарә-тәдбирләр көпләп өтүватиду. Йеқинда Ардолата йезилиқ мәдәнийәт өйидә «Мустәқил елим — тиригим» намлиқ чарә-тәдбир өткүзүлди. Бу мәйрәмлик тәнтәнигә йеза округи мәмурийити вә мәктәп рәһбәрлиги билән устазлар коллективи, жутумизниң жигитбеши һәм имами қатнашти. Мәйрәмлик тәнтәнидә җумһурийитимизниң мустәқиллик алғандин буян қол йәткүзгән утуқлири һәққидә сөз болуп, тәбрикләр ейтилди. Андин меһманлар йеза яшлири билән мәктәп оқуғучилиридин тәркип тапқан «Ғунчә» өмигиниң концертини тамашә қилди. Концерт «Қазақстан» хори билән аяқлашти. Жирақ-йеқиндин кәлгән меһманлар мәйрәмлик кәйпиятта қайтти. Патәм ТУРДИЕВА, Ардолата оттура мәктиви мудириниң тәрбийә ишлири бойичә орунбасари.  

666 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы