• Уйғурларниң ишләпчиқириш адәтлири
  • 15 Қыркүйек, 2016

Кариз — һаятлиқ мәнбәси

Кариз — Идиқут хәлиқлириниң пәм-параситиниң җәвһири вә өзигә хас кәшпияти. Идиқут теғи бағридики әҗдатлиримиз өзлири иҗат қилған мошу каризға тайинип, бу вадини бүгүнкидәк мунбәт бостанлиққа, дунияға мәшһүр «Үзүм шәһиригә» айландурған. Шуниң үчүн Идиқут хәлқи каризни «һаятлиқ мәнбәси» атиған. Кариз онлиған, йүзлигән йәр асти су қудуқлириниң өзара туташтурулушидин ясалған йәрасти сүйини үстигә башлайдиған әҗайип мөҗүзилик ериқ болуп, у пәқәт Идиқут бағриниң йәр түзүлүшигә маслашқан. Турпан вадисидики каризларниң умумий узунлуғи 5000 километрдин ашиду. Кариз сүйи һәм соғ, һәм сүзүк болуп, Турпанниң 40 градустин ашидиған язниң иссиқ күнлиридә кариз ичигә кирип олтириш вә су ичиш кишигә һөзүр беғишлайду. Рус алими Г.Е. Грум-Гржимайлониң: «Уйғурларниң әҗайип парасәт билән Турпанда иҗат қилған қедимий кариз су иншаити — уйғур миллитиниң йеза егилигиниң наһайити бурунқи замандила йүксәк дәриҗидә тәрәққий әткәнлигини көрситиду. У мисирлиқларниң пирамидисидин қелишмайдиған, қайил қиларлиқ күчкә егә» дегән пикридин каризниң дунияда қанчилик аброй-инавәткә егә екәнлигини  көрүшкә болиду.   («Уйғур өрп-адәтлири» китавидин (ШУАР) елинди).

540 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы