• Йеңилиқлар
  • 22 Қыркүйек, 2016

Қолиму, дилиму очуқ еди

Қәдинас ағинәм Шаһмурат Һетахунов маңа йеқин арида өзиниң тиҗарити һәққидә сөзләп бәрмәкчи болған. «Санақлиқ күнләрдин кейин Турсунҗан акам иккимиз чоң ишқа тутуш қилғиливатимиз, шу вақитта биз тоғрилиқ гезитқа бирәр мақалә йезип қойярсән» дегән еди у шу қетимда кәлгүси планлири билән бөлүшүп. Мәлум болушичә, ака-укилар киндик қени тамған Ғалҗат йезисидики өзләштүрүлмәй бош ятқан йәрләрни «ишқа қошуп», деханчилиқ билән чарвичилиқни риваҗландурушқа бәл бағлиған екән. У чағда әтики күнгә әйнә шундақ реҗиләрни түзүп, үмүт-ишәнчиләр билән яшаватқан ағинәм һәққидә хатирә йезишни һеч ойлимиған едим. Мана, аридин бир-икки ай өтмәйла, иш-паалийитини йорутушниң орниға қәдинас дост тоғрилиқ әслимә йезишқа мәҗбур болуватимән.

Мән мәктәпниң жуқарқи синиплирида оқуп жүргән чағлиримда Уйғур наһийәлик «Или вадиси» гезитиға пат-пат мақалиларни әвәтип тураттим. Улар асасән мәктивимиздә, жутумизда болуп туридиған һәрхил йеңилиқ, мәдәний чарә-тәдбирләр тоғрилиқ йезилатти. Бәзидә шу чоң-кичик мақалилиримниң қәһриманлириниң бири сүпитидә қурбим Шаһмуратниңму исим-нәсиби тилға елинатти. Чүнки жуқарқи синип оқуғучилири егилик ишлириға көпләп җәлип қилинидиған шу мәзгилләрдә тәңтушлар арисида өзиниң әмгәксөйгүчлүги, паалийәтчанлиғи билән алаһидә көзгә чүшүп, әтрапидикиләргә үлгә-ибрәт болатти. Чарвичилиқ саһасиниң җапа-мәшәқитигә чидап, өмүр бойи шу саһада тәр төккән ата-анисиниң тәсириму яки өзи тәбиитидин шундақму, әйтәвир, ағинәм еғир әмгәктин қачматти. Бир ишни қолға алса, ахириға йәткүзмигичә тиним тапматти. Жиллар өткәнсири Шаһмурат һаятта техиму тавланди. Мәктәпни тамамлиғандин кейин өзини һәрян атмастин, қут-бәрикәтни йәнә шу әмгәктин издиди. Шу түпәйли қәддини тикләп, қәдимини оңшавалған еди. Жирақ-йеқиндин кәлгән дост-бурадәрләрниң беши жутта қошулуп қалса, ағинимиз һәммидин авал хошал болуп, дидар тепишқан дәмлиримизниң ғенимәт өтүшигә имканийәт яритишқа алдиратти. Мундақ пәйтләрдә униң сехилиғиға, меһмандостлуғиға, ақкөңүллүгигә бәкму қайил болаттуқ. Уни пәқәт биз, дост-бурадәрлирила әмәс, бәлки барчә жутдашлар әйнә шундақ қолиму, дилиму очуқ мәрт-мәрданә инсан сүпитидә һөрмәтләтти. У һәқиқәтәнму муһтаҗлардин ярдимини айимайдиған, мүмкинқәдәр әтрапидикиләргә яхшилиқ қилишқа алдирайдиған, шу түпәйли көпчиликниң иллиқ ихласиға бөләнгән сахавәтлик җан еди... Новәттики қетим жутқа барғанда, вақитниң қислиғиға бағлиқ, униң билән узақ муңдишишқа мүмкинчилик болмиди. Алдирашлиқта өткән қисқа сөһбәттин кейин, униң сәл мәйүслинип қалғанлиғини байқидим. Сәвәвини сориведим,  у «кәлгүси ишлар һәққидә баш қатуруватимән, гезитқа йезип қалғидәк болсаң, саңа немә дәйдиғанлиғим һәққидә ойлаватимән» дәп күлүмсириди, сир бәрмиди. Иккимиз қәдинасларчә хошлаштуқ... ...Аридин бир-икки ай өтүп, жуттин хәвәр қәлди... Қәлби үмүт-мәхсәтләргә толған, иш-паалийити арқилиқ әтрапидикиләргә мәдәт берип, әтиниң ғеми билән яшап жүргән, үч пәрзәндиниң тағдәк таянчиси болған әзиз қаяш өз хаһиши билән йоруқ дунияни тәрк етипту. Уни аңлиғанда маңа асман ғулап, йәр йерилғандәк билинди. Немә үчүн униң «балам» дәп бозлап қалған анисини, «дадам» дәп зар қахшаватқан балилирини ойлимай, шундақ қәдәмгә барғанлиғи һәққидә баш қатурдум. Йошурушниң һаҗити йоқ, кейинки вақитларда җәмийитимиздә мошундақ «сирлиқ» өлүмләр көпийип кәтти. Униң сәвәвини ениқлаш һазирчә мүмкин болмайватиду. Һәр һалда, һаятниң бирла қетим берилидиғанлиғини унтуп қалмаслиғимиз әвзәлдур. Бәхтишат СОПИЕВ.

483 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы