- Акция
- 22 Қыркүйек, 2016
«Ақ яғлиқ» — течлиқ вә достлуқ рәмзи
Панфилов наһийәлик Анилар кеңишиниң тәшәббуси һәм уюштуруши билән өткән акция Қазақстан Җумһурийити Мустәқиллигиниң вә Шәмәй ядро полигониниң йепилишиниң 25 жиллиғиға беғишланди. Акция җәриянида Панфилов наһийәси һакиминиң орунбасари Роза Мәғрупова, ички сәясәт бөлүминиң башлиғи Марат Илипов, наһийәлик Анилар кеңишиниң рәиси, Яркәнт гуманитарлиқ техникилиқ колледжиниң мудири Сара Темирбаева вә шәһәр һәм йеза округлири анилар кеңәшлириниң әзалири йезиларни арилап, аниларға һөрмәт билдүрди.
Яркәнт шәһиридә, Сарибәл йезисида өткән акцияләр давамида униң қатнашчилири Улуқ Вәтән урушида вапат болғанлар хатирисигә орнитилған ядикарлиқларға гүлчәмбәрләрни қоюп, течлиқ үчүн җенини пида қилған җәңчиләр роһиға тазим қилишти. Акция давамида сөзгә чиққан наһийәлик мәслиһәтниң кативи Е.Нурахметов, «Мейіз» җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси Р.Сәдвақасов, наһийәлик Анилар кеңиши рәисиниң орунбасари Қ.Һашимова вә башқилар аниларниң течлиқ билән турақлиқ һәм милләтләрара разимәнликни сақлаш йолидики изгү ишлирини тилға елип, уларға аиләвий хатирҗәмлик тилиди. Акциягә қатнашқан аниларниң бешиға ақ яғлиқ селинип, һөрмәт көрситилди. Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, Панфилов наһийәси.411 рет
көрсетілді0
пікір