• Билип қоюң
  • 29 Қыркүйек, 2016

Россиядә уйғурлар сани көпәймәктә

Кейинки вақитларда Россия Федерациясидики уйғурларниң сани барғансири көпәймәктә. Илгири миллитимиз вәкиллири мәмликәтниң пайтәхти Москвада хелә нурғун болса, һазир уларни башқа шәһәрләрдиму учритиш мүмкин. Москвадики Уйғур миллий мәдәнийәт бирләшмисиниң рәиси Равқәт Садиқовниң ейтишичә, һазир Москва шәһири билән вилайитидә тәхминән 700 уйғур бар. Һә, умумән, Россиядики уйғурларниң рәсмий сани 2002-жили — 3000, 2010-жили 4000 дәп көрситилгән. Әнди нәрәсмий мәлуматлар бойичә, бүгүнки күндә бу рәқәм 5500гә йетиши мүмкин.

Uyghur Today торбетидин мәлум болушичә, йеқинда Россияниң Екатеринбург шәһиридә уйғур җәмийити қурулған болуп, униң тәркивигә 150тин ошуқ миллитимиз вәкили киргән. Һә, Новосибирск вилайитидә уйғурларниң «Вәтән» җәмийити қурулғанда, бу тәвәдә 200 — 250 қандишимиз болған болса, бүгүнки күндә уларниң сани хелила ашқан. Россиядики уйғурларниң бесим көпчилиги Мәркизия Азия дөләтлиридин кәлгән.

www.rfa.org

352 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы