- Йеңилиқлар
- 29 Қыркүйек, 2016
Жүрәмдуқ шундақ
Сән у яққа, мән буяққа қаришип,
Туққан туруп май тартишип жүрәмдуқ. Иттипақлиқ йоллиридин адишип, Аримизға азған тикән терәмдуқ.Һөрмәтлисәк, иззәтлисәк өзара, Саңа, маңа, әлгә яхши болмамду. Ака-ука қан қериндаш турупму, Маҗралишип жүрсәк дүшмән күлмәмду. Ойлап баққин: хәқләр нәдә, биз нәдә? Ойлидуқму «Нә қилармиз?» дәп әтә. Җедәл билән өтсә күнләр мошундақ, Бизгә ләңмән, полу турмақ, нан нәдә? Бекар жүрсәк лағайлишип дост тартип, Әтә-өгүн пәрзәндимиз болмамду? «Биз немишкә намрат?» десә балимиз, Дада туруп бизгә бәк сәт турмамду? Нәзәр ташлап бақайли биз чәт әлгә, Һеч болмиса хошниларға, ян бәлгә. Маңар екән улар йолда ғарқирап, Бизләрниң йоқ банкиларда төрт тәңгә. Йәнә техи хошнимизниң балиси, Шәһәрләрдә, чәт әлләрдә оқуйду. Төрт тәнгичүн мәктәпләрдин қайттуқ биз, Балилиримиз кигиз-гиләм тоқуйду. Қай заман бу, көзләрни ачқай заман, Йәтмиш яшлиқ бовайларму оқуйду. Оқумисақ һошияр болуп һәрзаман, Оқуғанлар рисқимизни чоқуйду. Әмәтҗан САЙИТ.400 рет
көрсетілді0
пікір