• Йеңилиқлар
  • 29 Қыркүйек, 2016

Мейманқиз муәллимниң мәйрими

Октябрь ейиниң дәсләпки йәкшәнбисидә Яркәнт тәвәсидики Чоң Чиған йезисиниң  чоң-кичиги пешқәдәм устаз Мейманқиз Әхмәтовани кәспий мәйрими би­лән тәбрикләп, қәлб сөзлирини изһар қилиду. Бу, әлвәттә, шагиртлар мин­нәтдарлиғи. – Биз демәтликләр кичигимиздила ейтип түгәткүсиз җапа-мәшәқәтләрни баштин кәчүрдуқ, – дәйду пешқәдәм устаз балилиқ чеғини әсләп. – Ата-анимиздин кичик айрилған биз, бәш балини, бовам қатарға қошти. Бовам — Мәсим Зәйнавдинов, бизгә һәм ата, һәм ана болди.  Бизни һечкимгә хар-зар қилмай беқип, чоң қилди. Колхозниң етиз-ериқ ишлири бовам охшаш бели мүкчәйгән қери-чүриләр билән өгиси қатмиған биз қурамлиқларға қалғачқа, күндүзи етизда, кечиси хаманда ишләттуқ. Бәзидә момайлар билән жип егирип, пайпақ-пәләй тоқуп мәйданға әвитәттуқ. Қисқиси, кечини — кечә, күндүзни күндүз демәй, егиликниң еғир ишлирида болдуқ. Әнди мениң муәллим кәспини егилишимдә бовамниң тәсири күчлүк болди. «Мениң Мейманқизим муәллим болиду» дәп,  кичигимдин билим елишимға дәвәт қилған еди. Шундақ қилип, бовам мени 1950-жили Яркәнт шәһиридики педагогика училищесиға елип кәлди. Йолум болуп, шу жилила оқушқа чүштүм. Амма аридин көп вақит өтмәй бовам аләмдин өтти. Җумран қәлбим азаплинип, ялғузсирап қалдим. Җудалиқ дәрди җенимға патти. Ахири оқушни ташлап кетишкә мәҗбур болдум. Бир жилдин кейин бовамниң арминини рояпқа чиқириш үчүн йәнә педучилищеға оқушқа чүштүм вә уни 1955-жили тамамлап, дәсләп Сарибәл, андин Садир йезисида муәллим болуп ишлидим. Кейин, аилә шараитиға бола, Чоң Чиған оттура мәктивигә ишқа йөткилип, у йәрдә һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә башланғуч синип муәллими болуп ишлидим. Һазир мән оқутқан шагиртлирим талай даванлардин ешипту. Уларниң қол йәткүзгән утуқлирини аңлисам, бешим көккә йетиду.

Аңлиқ һаятиниң 40 жилини маарип саһасиға беғишлиған пешқәдәм устазни қанчә мәдһийилисәк әрзийду. Чүнки ақ-қарини техи илға қилип үлгәрмигән гөдәкләргә аңлиқ тәрбийә, сүпәтлик билим беришни өз һаятиниң мәзмуни дәп  билгән Мейманқиз Әхмәтованиң шагиртлар қәлбидики орни бөләкчә. Мейманқиз ана йолдиши, мәрһум Мәһәммәтҗан Садиров иккиси  йәттә бала тәрбийиләп, улардин 24 нәврә, 18 чәврә сөйди. Аниниң изини басқан қизи Гүлшат һәдә  Панфилов педагогика колледжида музыка вә хореография пәнидин дәрис бериватиду. Келинлири Диләрәм билән Шахнизәм вә нәврилири  Рәшит, Аидәм, Асийәм, Рәнагүл наһийә мәктәплиридә устазлиқ қилмақта. Пешқәдәм устазни кәспий мәйрими – Муәллимләр күни билән чин қәлбимиздин тәбрикләп, униңға мустәһкәм саламәтлик тиләймиз.

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА.

348 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы