• Йеңилиқлар
  • 29 Қыркүйек, 2016

«Алтун қоллуқ» адәмгә автомобиль соға қилди

АЗМК — Алмутидики көрүк мәһсулатлирини ишләп чиқиридиған чоң карханиларниң бири.Мәзкүр кархана ишчилири буниңдин бирнәччә жил илгири заводниң йерим әсирлик тойини атап өткән еди. Бу қетим болса,  арматура цехиниң башлиғи Виктор Чехонадскийниң әмгәк паалийитиниң әллик жиллиғини нишанлиди. Мәрасимда дәсләпки сөзгә чиққан «АЗМК Group» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғи Мудирлар кеңишиниң рәиси Әхмәтҗан Шардинов завод қийин дәвирләрни баштин кәчүргәндә, униң йенида Виктор Борисович охшаш еғир иштин қачмайдиған, әтики күнгә үмүт билән яшайдиған адәмләрниң болғанлиғини махтиниш билән тилға алди.

— Виктор Борисович пәқәт «алтун қоллуқ» адәмла әмәс, шундақла «алтун жүрәклик» адәм десәм хаталашмаймән, — деди Әхмәтҗан Бәкрим оғли. — У өзигә тапшурулған иш билән биллә адәмләрни тиңшашниму билиду. Өз новитидә, завод рәһбәрлиги Виктор Чехонадскийниң әллик жиллиқ әмгигини жуқури баһалап, униңға Lada Priora маркилиқ йеник автомашина соға қилди. Шу күни заводта кәң дәстихан йейилип, тәвәллуд егисиниң һөрмитигә концерт уюштурулди. Бәхтишат СОПИЕВ.

393 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы