• Йеңилиқлар
  • 29 Қыркүйек, 2016

«Ипәк йолидики сөһбәт»

 23-24-сентябрь күнлири  Алмута  шәһиридики  Достлуқ  өйидә  вә   Талдиқорған  шәһиридики  Тиллар сарийида  Қазақстан Җумһурийити Мустәқиллигиниң 25 жиллиғиға беғишланған «Ипәк йолидики сөһбәт —  «Мәркизий Азия: тәвәдики хәлиқләрниң пикирдашлиғи вә разимәнлиги» мавзусида чоң тәнтәнә болуп  өтти.Мәзкүр чарә-тәдбиргә Қазақ­станниң көрнәклик җәмийәт әрбаплири, Россияниң, Қирғиз­станниң, Өзбәкстанниң, Та­җик­­станниң, Җәнубий Ко­реяниң, Японияниң йетәкчи алимлири, ҚХАниң илмий-аналитикилиқ кеңишиниң әза­лири, Қазақстан хәлқи Ас­самблеясиниң этномәдәний бир­ләшмилириниң вәкиллири, яшлар тәшкилатлириниң әзалири вә журналистлар қатнашти.

«Ипәк йолидики сөһбәт»  —  бу мәдәнийәтара диалог шәклидики мәдәний вә тарихий байлиқларни техиму тәрәққий әткүзүш вә уларниң сақлинишиға тәсир йәткүзүп, хошна әлләрниң тәтқиқатчилири билән һәмкарлиқни күчәйтишни мәхсәт қилған хәлиқара мәдәнийәтшунаслиқ лайиһә. Бу лайиһә көрнәклик җәмийәт әрбаби, мәдәнийәтшунас  Мурат  Әвезовниң рәһбәрлигидә уюштурулди. Әйнә шу кәң даирилик мәйрәмгә атланған лайиһә иштракчилири  дәсләп Алмута шәһиридики Достлуқ өйидә мәтбуат конференциясини өткүзди. Униңда Мурат Әвезов җумһурийәт даирисидә дағдуғилиқ нишанлиниш алдида турған Қазақстан Җумһурийити Мустәқиллигиниң 25 жиллиғиниң  әһмийитигә һәм икки күнгә реҗиләнгән сәпәр программисиға тохтилип өтти. Натиқ шундақла йеқинда «Уйғур авази» гезитида қериндаш уйғур хәлқи һәққидә әтраплиқ сөһбәт уюштурғанлиғини ейтти вә бүгүнки мәрасимға һисдашлиқ билдүрүп, миллий кийимдә кәлгән уйғур ханим-қизлириға миннәтдарлиғини изһар қилди. Шу күни экспедиция әзалири Талдиқорған шәһиригә сәпәргә атлинип, И.Жансүгүров намидики Жетису дөләт университетиниң оқутқучилири вә студентлири билән учрашти. Мәзкүр баш қошуш «Тазим» вә «Тәңдашсиз соға» акциялири билән аяқлашти.  Шундақла улар Талдиқорған шәһиридики Тиллар сарийида өткүзүлгән бирқатар конференцияләр  һәм «дүгләк үстәлләргә» қатнишип, өз ой-пикирлири билән бөлүшти.

Шәмшидин АЮПОВ.

530 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы