• Әхбаратлар еқими
  • 29 Қыркүйек, 2016

Парламентларара форум өтти

Астанада Парламент Мәҗлисиниң рәиси Нурлан Ниғматулинниң рәислигидә илим-пән, технологияләр вә инновацияләр мәсилилири бойичә Азия парламентларара форуми болуп өтти.Жигирмидин ошуқ мәмликәттин кәлгән парламентарийлар билән экспертлар, шундақла бирқатар хәлиқара тәшкилатларниң вәкиллири икки күн мабайнида пән-техника саһасидики муһим мавзуларни, җүмлидин уни қануний җәһәттин тәминләш мәсилилирини муһакимә қилди. Мәмликитимиздә дәсләпки қетим өтүватқан форумни Қазақстан Җумһурийити Парламентиниң Мәҗлиси, Билим, пән вә мәдәнийәт мәсилилири бойичә ислам тәшкилати (ИСЕСКО) һәм Ислам тәрәққият банки билән бирликтә уюштурди.

Мәҗлис рәиси форум қатнашқучилириға мураҗиәт қилип, мундақ әһмийәтлик чарә-тәдбирниң Қазақстан Мустәқиллигиниң 25 жиллиғи һарписида өтүватқанлиғиниң алаһидә рәмзгә егә екәнлигини атап өтти. У Қазақстан Президенти Нурсултан Назарбаевниң мустәқилликниң дәсләпки күнлиридин тартипла Азия әллири, җүмлидин ислам дунияси әллири билән һәмкарлиққа алаһидә диққәт бөлүп келиватқанлиғини тәкитлиди. ИСЕСКО баш кативи Абдуләзиз Осман әл-Туэйджри форум қатнашқучилириға видеомураҗиитини әвәтип, униңда Қазақстанниң Президент Нурсултан Назарбаев рәһбәрлигидә муһим регионлуқ һәм хәлиқара мәсилиләрни һәл қилишта чоң роль ойнаватқанлиғини алаһидә тәкитлиди.

Азия парламентларара форуминиң иши йәттә тематикилиқ сессия даирисидә уюштурулуп, униңда Алжир, Әзәрбәйҗан, Гамбия Җумһурийити, Бангладеш, Индонезия, Қазақстан, Комор Араллири, Малайзия, Мали Җумһурийити, Мисир, Пакстан, Судан, Һиндстан парламентарийлири, дөләт органлириниң вәкиллири, алимлар вә экспертлар муһакимә қилинған мәсилиләр бойичә пикирлири билән ортақлашти.

730 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы