• Тәвәллуд
  • 23 Шілде, 2012

Уссул мәликиси

Өзиниң пүткүл аңлиқ һаятини уссулға беғишлиған хәлқимизниң даңлиқ уссулчиси — Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән артисти, Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт Уйғур музыкилиқ комедия театриниң баш балетмейстери, сәнъәтшунаслиқ пәнлириниң намзити, доцент, «Илһам» мукапитиниң саһиби Гүлнарә САЙИТОВА һаятиниң 60-даваниға көтирилди. Әсирләр бойи риваҗлинип, хәлқимизниң барлиқ арзу-арманлирини, қайғу-һәсрәтлирини, муһәббитини, өзигә хас тәбиитини әвришим тән һәрикәтлири билән ипадиләп, дуния әһлини лал қалдуруватқан уйғур уссул сәнъитиниң ярқин намайәндилириниң бири Гүлнарә Сайитовани гезитханлиримизға тәпсилий тонуштурушниң һаҗитиму болмиса керәк. Пәқәт миллий уссул сәнъитимиздә әмәс, бәлки көп милләтлик мустәқил елимиз сәнъитиниң тәрәққиятидиму алаһидә орунни егилигән сәнъәткарниң исмини билмәйдиған, униң сәнъитидин һөзүрләнмигән адәм йоқниң һесавида болса керәк. Шундиму атақлиқ уссулчи, балетмейстер, устаз вә алимә Г.Сайитованиң сәнъәт дуниясида бесип өткән тарихиниң ярқин сәһипилирини варақлап өтмәкчимиз. Умумән, Гүлнарә Сайитованиң қириқ җилдин алқиған иҗадий паалийитини төрт қисимға бөлүп қараштурушқа болиду. Биринчи қисим — Г.Сайитованиң уссулчи сүпитидики паалийити. У җумһурийәтлик эстрада студиясиниң хореография бөлүмини муваппәқийәтлик тамамлап, 1971-жили Уйғур театрида өз паалийитини уссулчи сүпитидә башлиди. Униң иҗрасидики «Дап уссули», «Қочақ уссули», «Җаңза», «Танавәр», «Әвришим», «Әҗәм», «Сәзмидим», «Дилнаваз» қатарлиқ уссуллар кимләрни лал қалдурмиған дәйсиз. Шулар қатарида у һинд, әрәп, авған  хәлиқлириниң уссуллирини пәқәт өзигила хас йүксәк маһарәт билән иҗра қилиш арқилиқ пәқәт елимиздила әмәс, бәлки Пакстан, Португалия, Һиндстан, Польша, Венгрия, Түркия, ШУАР тамашибинлири арисидиму шөһрәт қазанди. Г.Сайитова уйғур эстрадисиниң дәсләпки қалиғичи болған «Яшлиқ» ансамблиниң һулини қурғучилардин болуп, мәзкүр ансамбль тәркивидә 1985-жили Москва шәһиридә өткән Яшлар вә студентларниң Дуниявий ХІІ фестивалиға қатнашти вә ВЛКСМ Мәркизий Комитетиниң Пәхрий бәлгүси билән тәғдирләнди. 1982 – 1983-жиллири Өзбәкстан Җумһурийитиниң «Бахор» дөләт уссул ансамблида өз маһаритини мукәммәлләштүрди вә 1984-жили у тамашибинлиримизға «Шәриқ садаси» намлиқ йәккә концертини һавалә қилди. Шундақла 1988-жили «Қазақтелефильм» тәрипидин театримиз уссулчилириниң арисидин биринчи қетим «Танцует Гульнара Саитова» намлиқ фильм-концерт чүширилди. Ниһайәт, «биринчи қетим» сөзи Г.Сайитова иҗадийитигә чәмбәрчас бағлиқ. Мәсилән, театримиз тарихида уссулчилар арисидин биринчи қетим өз маһаритини чәт әл (Һиндстан) тамашибинлириниң диққитигә тәғдим қилған Гүлнарә Сайитова болуп һесаплиниду. Театримиз тарихида Гүлнарә Сайитова түпәйли биринчи қетим (1991-ж.) балилар уссул студияси ечилди вә шу жили тунҗа «Рухсарә» уссул ансамбли барлиққа кәлди. Униң уйғур кәспий сәнъитини тәрәққий әткүзүштики бебаһа меһнәтлири һөкүмәт тәрипидин җуқури баһалинип, Г.Сайитова 1995-жили театримиз уссулчилири арисидин биринчи болуп, «Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән артисти» дегән жуқури унванға сазавәр болди. Шундақла Г.Сайитова елимизда биринчи болуп уйғур миллий уссул сәнъитини бир пүтүн системиға селип, уни илмий асаста тәтқиқ қилған алимәдур. Әнди сәнъәткар иҗадиниң иккинчи қисми – балетмейстерлиқ паалийәт болуп, у 1988-жилдин балетмейстер, һә 1991-жилдин тартип та мошу күнгичә Уйғур театриниң баш балетмейстери лавазимида паалийәт елип бериватиду. Өзи һулини қурған «Рухсарә» уссул ансамбли арқилиқ  «Ипәк йоли», «Ойған, миң өй!», «Сехирлиқ уссул дунияси», «Сүрнәй садаси», «Ана юрт нәпәси» охшаш талай концерт программилирини тәйярлап, Зоһра Кәримова, Тайир Баратов, Элмира Сәйдуллаева, Дилбәр Пәхирдинова, Реһангүл Худайбәрдиева, Гүлниса Садиқова, Маһирәм Нуриева қатарлиқ ансамблъ уссулчилириниң алаһидиликлирини намайән қилип, уларниң иҗрачилиқ маһаритини кәң миқияста тонутти вә шу арқилиқ онлиған шагиртларни йетилдүрди. Г.Сайитова 1999-жили Т.Жүргенов намидики Қазақ Миллий сәнъәт академиясиниң «Хореография режиссери» факультетини Қазақстан Җумһурийитиниң хәлиқ артисти, елимизниң даңлиқ хореографи, профессор Болат Аюхановниң рәһбәрлигидә тамамлиди. Театримизда сәһниләштүрүлгән «Анархан», «Ғерип — Сәнәм», «Муқәддәс гуна», «Тавут», «Алтун ачқуч», «Келинләр қозғилиңи», «Махамбет», «Ипархан», «Аманнисахан», «Бовақ», «Аршин мал алан», «Башмиғим», «Сирлиқ китап», «Майсариниң иши» кәби бир қатар спектакльларда Гүлнарә Сайитова балетмейстер вә әвришим һәрикәтләрни сәһниләштүргүчи режиссер сүпитидә өзиниң бар маһаритини тәнтәнә қазандуруп, кәң тамашибинлар аммиси вә кәспий мутәхәссисләрниң җуқури баһасиға сазавәр болди. Шундақла у балетмейстер – режиссер сүпитидә М.Әвезов намидики Қазақ академиялик драма театри, Ғ.Мүсрепов намидики Қазақ академиялик яшлар вә балилар театри, Ә.Наваий намидики Ташкәнт опера вә балет театри рәһбәрлигиниң тәкливигә бенаән «Цыган серенадиси», «Мен келе жатырмын», «Мың бір күн», «Проделки Насретдина» қатарлиқ һәр хил жанрдики спектаклъларни сәһниләштүрди. Гүлнарә Сайитова җумһурийитимиздә паалийәт елип бериватқан «Салтанат», «Гүлдер», «Алтынай», «Наз» қатарлиқ уссул ансамбльлири шундақла, «Арзу», «Шатлиқ», «Пәрваз», «Көкшетау», «Он алты қыз», «Айшабиби» охшаш хәлиқ ансамбльлири билән зич мунасивәттә паалийәт елип берип, шу ансамбльларниң иҗадий йүксилишигә вә Хәлиқара сәнъәт фестивальлирида хәлқимизниң миллий уссул сәнъитиниң чәт әллик тамашибинлар арисидиму тонулушиға чоң үлүш қошти. Бу күнләрдә мәзкүр иҗадий коллективлар репертуарлирини Г.Сайитова сәһниләштүргән бир қатар уссулларниң безәп турғанлиғини мәмнунийәт билән тилға елишқа әрзийду. Әнди сәнъәткар иҗадиниң үчинчи қисми – педагогикилиқ паалийәт болуп һесаплиниду. Г.Сайитова 1992-жили тарихий вәтинимизниң Үрүмчи шәһиридики Сәнъәт институтида вә 1999 – 2002-жиллар арилиғида Түркияниң Стамбул шәһиридики «Уссул академиясидә» өз саһасиниң йетүк мутәхәссиси сүпитидә дәрис бәрди. Түркиядә устаз тәрипидин Чайковскийниң музыкиси асасида сәһниләштүрүлгән «Жила была девочка» намлиқ бир актлиқ балети билән Шәриқ хәлиқлириниң уссуллиридин тәркип тапқан һесават концерти мутәхәссисләрниң иллиқ инкасиға сазавәр болди. Жигирмә үч жилдин бу ян Ж.Елебеков намидики Җумһурийәтлик эстрада вә цирк колледжида, А.Селезнев намидики Алмута хореография билим дәргаһида, Т.Жүргенов намидики Қазақ миллий сәнъәт академиясидә паалийәт жүргүзүватқан тәҗрибилик устазниң бүгүнки күндә бир қатар шагиртлири магистратурида тәлим алмақта. Г.Сайитова өз паалийитигә қошумчә җәмийәтлик ишларға паал қатнишишни бағлаштурған һалда, бир нәччә дүркүн «Бозторғай», «Ғунчә», «Екибастуз  встречает друзей» вә башқа җумһурийитимиз һәм хәлиқара даиридики фестивальларда  Шәриқ уссуллириниң йетүк мутәхәссиси сүпитидә қазилар тәркивидин орун егилимәктә. Хулләс, Гүлнарә Сайитова паалийитиниң төртинчи қисми – униң илмий тәтқиқатчилиқ ишлирини өз ичигә алиду. 2005-жили у елимиздики театршунас алим, сәнъәтшунаслиқ пәнлириниң доктори, һели мәрһум Бағыбек Қундақбаевниң рәһбәрлигидә «Уйғур сәһнә уссули» мавзусиға йезилған намзатлиқ диссертациясини муваппәқийәтлик һимайә қилип, «Сәнъәтшунаслиқ пәнлириниң намзити» илмий дәриҗисигә муйәссәр болди. 2007-жили О.Шубладзе билән Г.Сайитованиң «Восточные танцы» намлиқ оқуш методикилиқ китави нәширдин чиқти. Шундақла у бүгүнки хореография сәнъитиниң айрим мәсилилирини өз ичигә алған  әлликтин ошуқ илмий мақалиларниң муәллипи. 2011-жили Гүлнарә Сайитованиң «Уйгурский танец: Истоки. Традиции. Сценическое воплощение» намлиқ монографияси нәширдин чиқти. Мана буларниң һәммисини Гүлнарә Сайитованиң иш-паалийитиниң асасий йөнилишлири дәп ейтишқа болиду. Мошу пурсәттин пайдилинип,йеқинда биз тәвәллуд егисини сөһбәткә җәлип қилған едуқ. Мәзкүр сөһбитимиз у тоғрилиқ йезилған ушбу мақалиниң мәзмунини техиму бейитиду дәп ойлаймиз. — Гүлнарә һәдә, 60-баһариңиз мубарәк болсун! Һаятни карван йолиға қияс қилсақ, Сизни бу дағдам йолдики сәпири оңушлуқ йолувчиға охшатсақ болиду. Чүнки Сиз һаятта сөйгән кәспиңиз арқилиқ хәлқимизниң һөрмәт-еһтирамиға ериштиңиз. Икки оғулни қанатлиққа қақтурмай, тумшуқлуққа чоқтурмай, ялғуз тәрбийиләп, қатарға қоштиңиз, төрт нәврә қучтиңиз. Тунҗа оғлиңиз Әлишер сизниң изиңизни бесип, бу күнләрдә  Россия, Хитай, Израил әллиридики чоң иҗадий коллективларда паалийәт елип бериватқан тонулған хореограф – балетмейстер,  оғлиңизниң қолға кәлтүрүватқан һәр бир утуғида сизниң әҗриңиз бар, әлвәттә. Бу күнләрдә Сиз үчүн отқиму, суғиму киришкә тәйяр, әң йеқин мәслиһәтчилириңиз – ата-аниңиз, театримизниң пешқәдәм сәнъәткарлири Йүсүпҗан ака Сайитов билән Турсунқиз һәдә Мәшүрова йениңизда. Адәм үчүн буниңдин артуқ қандақ бәхит болуши мүмкин? — Шүкри, һәқиқәтән атмишниң даваниға көтирилгән бүгүнки күндә, «Мән бу дунияда немә үчүн яшидим? Немә ишларни әмәлгә ашурдум?» дегән соалларға мунасип җавап берәләймән дәп ойлаймән.  Лекин жиллар өткәнсири, яшқа яш қошулғансири туғулған күндә хошал болушниң орниға, көңүл ғәш болидиғанлиғиниму йошуралмаймән. Чүнки Л.Мутәллип: Жиртилса календарьниң                       бир вариғи, Яшлиқ гүлидин төкүлиду              бир йопурмақ... – дәп язғинидәк, һәр қачан һаятим бир жилға қисқириғанда, көңлүмгә пүккән ишлиримниң нурғунлиғини ойлисам, орнумда олтиралмай қалимән... Лекин униңға толиму қайғуруп кетишниң һаҗити йоқ. Сәһнидики һәр бир утуғум – у мән үчүн бәхит. Қутлуқ өйүмдә ата-анамниң дәстихиним төридә олтарғини – у һәқиқәтән бәхит. Тамашибинниң йеңи қоюлумни гүлдирас алқишлар билән қарши алғини – бәхит. Пәрзәнтлиримниң, нәврилиримниң, қериндашлиримниң сақ-саламәтлиги, аилимиздики хатирҗәмлик  – мән үчүн зор бәхит. — Қандақ мәсилиләр сизни көпирәк тәшвишләндүриду?   — Қедимий әҗдатлиримизниң мираси сүпитидә бүгүнгичә сақлинип кәлгән уссул сәнъитини, бизму әвлатлар қолиға өткүзүп беришимиз лазим. Амма биздә истедатлиқ, кәспий балетмейстерлар, репетиторлар тапчил. Бу — биринчи проблема. Иккинчидин, мени тәшвишләндүридиған нәрсә — биздә заманивий композиторлар йоқниң орнида. Бизниң  репертуаримиздики уссулларниң бесим көпчилиги тарихий вәтинимиздики миллий аһаңлар вә композиторлар иҗадиға асаслиниду. Уларниң иҗрачилиқ маһарити, дит-талғими бизгә нисбәтән  бәк жуқури. Шуниң үчүн биз көпинчә дискиларға йезивелинған музыкилар асасида сәһниләштүрүлгән уссулларни иҗра қилғинимизда, тамашибинниң тәнқитини аңлаймиз. Бүгүнки тамашибинимиз «җанлиқ» саз-нәғмигә сәһниләштүрүлгән уссулларға муһтаҗ. Униң үчүн биз байиқи фонограммидин үзүл-кесил ваз кечишимиз керәк. Театримиз йенида бир чағларда паалийәт жүргүзүп, кейин мәлум сәвәпләр билән қисқирап кәткән симфониялик оркестрни қайтидин бәрпа қилидиған вақит кәлди. Йәнә бир тәкитләп кетидиған нәрсә — өз вақтида Қ.Ғоҗамияров, Қ.Һасанов, Һ.Абдуллин, Ғ.Сәдвақасов кәби жирик зиялилиримиз театр тәғдиригә бепәрва қаримай, сәнъәткарлар билән қоюқ мунасивәт бағлап, мәтбуат сәһипилиридә һәр бир йеңи қоюлум һәққидә өзлириниң сәмимий пикир-тәклиплирини ейтип туратти. Бүгүнки күнлүктә шу әнъәнә йоқап кәтти. Бирән-сәрән зиялилиримиз театрдики премьериларға кәлгән һаләттиму, уларниң пикир-тәклиплирини задила биләлмәймиз. — Хаталашмисам, қириқ яшлиқ тәвәллудиңизда сиз Үрүмчидә болдиңиз. Әллик яшлиқ тәвәллудиңиздиму биз сиз билән баш қошуп олтириш мүмкинчилигигә егә болалмидуқ. Чүнки сиз у пәйттә Түркияниң Стамбул шәһиридә болдиңиз. — Бу қетимқи туғулған күнүмниму самолетта қарши елишқа тоғра кәлди. Чүнки «Рухсарә» ансамбли билән Түркия елида өткән хәлиқара сәнъәт фестивалиға қатнаштуқ. Мошу йәрдә йәнә бир нәрсини тәкитләп өтүшни тоғра көрүватимән. Әгәр рәмәтлик момам Айшәм һаят болса, бу жили 100 яшқа толаттекән. Апам Турсунқиз 80 яшқа толди. Тунҗа оғлум Әлишер бийил 40 яшқа толиду. Демәк, бийил бизниң сәнъәткарлар сулалисидә үч той демәкчимән. — Гүлнарә һәдә, уйғур миллий уссуллирини илмий асаста тәтқиқ қилип, униң узун жиллиқ тарихини, алаһидиликлирини кәң аммиға тонуттиңиз. Қолиңизға қәләм елип, бу мәшәқәтлик ишни әмәлгә ашурушқа  немә түрткә болди дәп ойлайсиз? — ХІІІ әсирдә венециялик Марко Поло, ХІХ әсирдә В.И. Роборовский, Г.Е. Грумм-Гржимайло, Н.Пантусов, С.Малов, Ч.Вәлиханов, С.Муқанов кәби исми дунияға тонулған сәяһәтчи, алим-язғучилар тарихий вәтинимиздики уйғурларниң уссул сәнъити һәққидә бебаһа әмгәкләрни йезип қалдурған болса, өткән әсирниң 80-жиллирида даңлиқ уссулчи һәм балетмейстер Ажрахман Турди тәрипидин барлиққа кәлтүрүлгән методикилиқ әмгәк биз үчүн наһайити чоң әһмийәткә егә қолланма болуп һесаплиниду. Уйғур уссул сәнъитиниң риваҗлиниш тарихи, түрлири, һәр бир уссулниң мәзмуни, иҗра қилиш қаидилири айрим китап болуп нәширдин чиқмисиму, А.Турди һулини салған миллий хореографиямиздики тунҗа методика Инайәт Тулла, Рәна Мәхсүт, Абдушүкүр Имин, Хеличәм Сидиқ, Зәйнәп Сабир, Иврайим Барат, Һавахан Әзизова, Мәһәммәт Әзиз, Аминәм Йүсүпова қатарлиқ тәтқиқатчи-уссулчилиримизниң издинишлири нәтиҗисидә техиму тәкамуллишип, бу күнләрдә тәтқиқат саһасида хелила чоң ишлар әмәлгә ашурулди. Бу җәһәттин мошу саһани тәтқиқ қиливатқан тарихий вәтинимиздики қериндашлиримизға миннәтдарлиғимиз чәксиз. Өз новитидә мәнму Үрүмчидики бир қатар йетүк мутәхәссисләрдин миллий уссул тарихи һәққидә көплигән баһалиқ мәлуматларни елип, үгинип, иш җәриянида көп қолландим. ШУАРниң Турпан, Куча шәһәрлиридики «Миң өйләрдә» тамларға оюлуп ясалған қедимий уссуллиримиздин дерәк беридиған һәр хил әсәр-әтиқиләр, шундақла Әхмәтҗан ака Қадиров вә мәрһум Бағыбек Қундақбаев кәби йетүк сәнъәтшунас алимларниң  қоллап-қувәтлиши түпәйли мән тәтқиқат саһасиға дадил қәдәм ташлидим. Бу күнләрдә мениң қәлимимгә мәнсүп «Восточные танцы» методикилиқ қолланмини, «Уйгурский танец: Истоки. Традиции. Сценическое воплощение» намлиқ монографияни елимизниң алий оқуш дәргаһлиридики устазлар пайдиланмақта. — Сөһбитиңиз үчүн рәхмәт. Келәчәктә йәниму зор утуқларға қол йәткүзүшиңизгә тиләкдашлиқ билдүримиз. 

Гүлбаһар НАСИРОВА,

Қазақстан Журналистлар иттипақиниң әзаси.

 

Сәнъәткарлар сәнъәткар һәққидә

Болат АЮХАНОВ, Қазақстан Җумһурийитиниң хәлиқ артисти, Дөләт мукапитиниң, «Платинилиқ Тарлан» вә хәлиқара «Сократ» мукапитиниң, хәлиқара «Фомгед» (Стамбул) уссул фестивалиниң  лауреати, хәлиқара Әхбаратлаштуруш академиясиниң академиги:     «Гүлнарә Сайитова – уйғур уссул сәнъитиниң һәқиқий мәнасидики вәтәнпәрвәри вә униң бу назук сәнъәтни йүксәлдүрүшкә қошқан төһписи бебаһа. Уни бүгүнки Қазақстан сәнъитиниң есил мәрвайитиға қияс қилимән. Бизниң кишилик һаятимизда әстә қаларлиқ әҗайип мәйрәмлик дәқиқиләр пат-пат  болуп туриду. Мениң әң сөйүмлүк шагиртим һәм йеқин пикирдаш достум Гүлнарини бүгүнки шанлиқ тойи билән тәбрикләймән. Гүлнарә кәспий паалийитидә вә шәхсий һаятида һеч қачан бирәвләргә өз дәрдини ейтип, налә қилмайду, кичик пейиллиғи, хушхойлуғи билән адәмләргә зор хошаллиқ беғишлайду. Һәқиқәтән мән уссул ойнашни Гүлнаридин үгәндим. Униңдин пәқәт уссул ойнашнила әмәс, адимийлик, ирадилик, достқа садиқ болуштәк есил пәзиләтләрниму үгинишкә болиду. Гүлнариниң бүгүнки туғулған күн мәйрими – һәммимизниң умумий мәйрими. Мән Гүлнарә билән тонуш болғиним, у арқилиқ уйғур уссул сәнъитини йеқиндин тонуп билгиним үчүн интайин хурсәнмән». Бағыбек ҚУНДАҚБАЕВ, сәнъәтшунаслиқ пәнлириниң доктори, Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби: «...Сан җәһәттин уйғурлар елимизда башқиларға нисбәтән көпчиликни тәшкил қилидиған қериндаш хәлиқ. Ваһаләнки, уларниң 80 жилға йеқин шанлиқ тарихқа егә миллий театри паалийәт жүргүзүватқан болсиму, мошу кәмгичә бу хәлиқниң көп әсирлик уссул сәнъити – тәтқиқат турғусидин алғанда, ечилмиған тиң болуп һесаплиниду. Гүлнарә Сайитованиң қәлимигә мәнсүп «Уйғур сәһнә уссули» намлиқ диссертация әйнә шу бошлуқни толтурди вә у Қазақстан илим-пән саһасида наһайити чоң йеңилиқ болуп һесаплиниду. Гүлнарә Сайитова өзиниң бу әмгигидә пәқәт  Қазақстан тәвәсидики яки театр тарихидики уссул сәнъитиниң тәрәққияти биләнла чәклинип қалмай, бир нәччә қетим тарихий вәтинигә берип, у йәрдики тәтқиқатчилар, уссул сәнъитиниң намайәндилири билән көрүшүп, уларниң иҗадини әтраплиқ тәһлил қилди. Шуниң үчүн диссертация наһайити бай материаллар асасида йезилған һәм қизиқарлиқ». 8-май, 2005-жил. Э.ИСМАЙИЛОВА, тарих пәнлириниң доктори, Һәмзә намидики сәнъәтшунаслиқ институтиниң илмий кативи (Ташкәнт шәһири): «Г.Сайитова өз хәлқиниң миллий уссул сәнъитидики техи һеч ким қол тәккүзмигән, бизгә мәлум әмәс сирлирини бир пүтүн системиға салди. Униң диссертацияси миллий қәдрийәтлиримизни тонуп билиш үчүн оқуш қурали болуш керәк. Уйғурларниң уссул сәнъити бир нәччә миң жиллиқни өз ичигә алиду. Әшу узун тарихқа егә уссул сәнъитиниң пәйда болушидин тартип, та бүгүнки күнгичә бесип өткән йоллирини өзләштүрүп, әтраплиқ тәһлил қилип чиқиш асан әмәс. Г.Сайитова түпәйли мән Хотән, Қәшқәр, Или, Долан өлкилиридики уйғур миллий уссуллириниң қайтиланмас алаһидиликлирини, уларниң өзигә хас иҗрачилиғини тонуп билдим. Гүлнарә Сайитова шәриқ хәлиқлири үчүн наһайити әһмийәтлик  бу ишни җуқури дит билән әмәлгә ашурди. Диссертантниң әмгиги намзатлиқ әмәс, докторлуқ диссертацияниң тәләплиригә толуқ җавап бериду. Роберт ОРАЗГЕЛДИЕВ, сәнъәтшунаслиқ пәнлириниң доктори, профессор (Бишкек шәһири): «Уйғур қериндашлар Гүлнарә Сайитова кәби даңлиқ уссулчиси, тәҗрибилик балетмейстер-хореографи, тәтқиқатчи-алими билән һәқлиқ түрдә пәхирләнсә әрзийду. Уйғурларниң Һиндстан, Япония, Мисир мәмликәтлири кәби кәспий уссул мәктәплири һеч қачан болмиған. Лекин уларниң уссул кәби йүксәк сәнъити әвлаттин-әвлатқа пәқәт устазларниң шагиртлириға тинмай үгитиши арқилиқ йетип кәлди. Мән Г.Сайитова иҗра қилған уссулларниң мухлиси болушум билән, балетмейстер сүпитидә у сәһниләштүргән талай уссулларни тамашә қилип һөзүрләндим. Биз Гүлнарә Сайитова дегәндә көз алдимизға уйғур уссул сәнъитини тәсәввур қилимиз. Һармаң Гүлнарә, Сизгә техиму йүксәк иҗадий пәрвазлар яр болсун!». Александр ОГУРЦОВ, Никулин намидики циркниң муавин мудири (Москва шәһири):  «Һөрмәтлик Гүлнарә Йүсүп қизи! Сиз өз хәлқиңизниң даңлиқ уссулчиси, балетмейстери сүпитидә уйғур, қазақ, рус сәнъитиниң тәрәққиятиға чоң үлүш қошуватисиз вә бу саһада мунасип яш әвлатларни тәрбийиләп, учум қиливатисиз. Мошу турғидин оғлиңиз Әлишер Һасановниң иҗадида сиз тәрбийилигән әвлатниң үлгисини көрүватимиз. Сиз оғлиңиз билән пәхирләнсиңиз болиду. Бизниң циркта Әлишерниң режиссер, балетмейстер-хореограф сүпитидә тәйярлиған бир түркүм номерлири елимиздила әмәс, бәлки Япония, Англия, Израил мәмликәтлириниң чоң сәһнилиридә наһайити зор алқишларға егә болди. Оғлиңиз үчүн сизгә чәксиз миннәтдарлиғимизни билдүримиз. Сизгә рәхмәт! Сизгә вә ата-аниңиз Йүсүпҗан Сайитов билән Турсунқиз Мәшүроваға зор саламәтлик, узақ өмүр тиләймиз».

668 рет

көрсетілді

8

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы