• Йеңилиқлар
  • 06 Қазан, 2016

Пат (тәң оюн), мәңгүлүк шах

Пат – бу король шах астида әмәс, бирақ униң маңидиған йоли йоқ позиция. Мундақ һаләт йүз бәргәндә, оюн дәрһал тәң аяқлашқан болуп һесаплиниду. Әнди тахтиға мону позицияләрни тизип, ойнап көрәйли.

Ақлар: Кра8Қарилар: Крb6, Фс7; Ақлар: Крb8 Қарилар: Крd6, Фа6; Һәр икки партиядә қарилар хата жүрүш меңип, ақ корольға йол қоймиди. Ақлар: Крb6, пешка b7 Қарилар: Крb8; Ақлар: Крb6 пешка а7 Қарилар: Кра8; Жүрүш ақларниң. Бир пешка билән пат. Ақлар: Кра1, Қарилар: Крb3, Сd3, пешка а3; Ақлар: КрС1, пешка b2; Қарилар: Крd4, Сd3, пешка b3; Йеник фигура, король вә пешка утуққа йетәлмәйду – пат. Әгәр партиядә шах кәйни-кәйнидин бериливәрсә (мәңгүлүк шах) вә, рәқивиниң күч җәһәттин бесим болушиға қаримастин, оюн тәң аяқлашқан болуп һесаплиниду. Мону партияни ойнап көрәйли: Ақлар: Крg1, Фе7, пешкилар f2, g2, h3 Қарилар: Крg8, Фb2, Лd2, Лa8, Cc8, пешкилар f6, g7; Җавави: 1. Фе7-е8+ Крg8-h7 2. Фе8-h5+ Крһ7-g8 3. Фһ5-е8+ Крg8-h7 4. Фе8-һ5+ Король ферзьниң һуҗумидин қутулалмайду вә мәңгүлүк шах давамлишивериду. Демәк, партия тәң аяқлашти дегән сөз. Шундақла мундақ һаләтләрдә партия тәң аяқлашқан болуп һесаплиниду: а) әгәр тахтида мат қоялмайдиған фигурилар қалса (мәсилән, король вә йеник фигура рәқивиниң королиға қарши); ә) тахтида пат һалити йүз бәрсә; б) бири тәң оюнни тәклип қилса вә рәқиви уни қобул қилса; в) позиция үч қетим уда тәкрарланса; г) шахмат партияси саат билән ойналғанда вақит өтүп кәтсә, бирақ рәқивиниң мат қилишқа күчи йәтмисә, һәр икки тәрәпниң келишими билән оюн тәң аяқлишиши мүмкин.

400 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы