• Дидар ғенимәт
  • 06 Қазан, 2016

«Қурал тутуп, җәңгә тәйяр турған едуқ»

1979-жили әндила он сәккиз яшқа толған 200гә йеқин ширғуран жигит һәрбий хизмитимизни өтәш­кә атландуқ. Икки жиллиқ һәрбий борчимизниң дәсләп­ки үч ейини Москваниң әтрапида өткүздуқ, андин бизни қайтидин Қапчиғай шәһиригә елип кәлди. Бу йәргә келишимиз биләнла, бизни, йәни қазақ, уйғур, таҗик вә башқа мусулман жигитлирини, шу жили башланған Авған урушиға тәйярлаш үчүн елип кәлгәнлигини билдуқ. Исми ривайәткә айланған «қара майор» Борис Керимбаевниң рәһбәрлигидә һәрбий мә­шиқләр башлинип кәтти. Бирақ, тәғдирниң язмишиму билмидим, әйтәвир, икки жиллиқ борчимизни Қап­чиғайда өтәп, өйгә қайттуқ.

Йеқинда әйнә шу дәккә-дүккидә биллә болған сәпдашлар аридин 35 жил өтүп, Уйғур наһийәсиниң Дардамту йезисида баш қоштуқ. Биз, худди һазирқи әлликтин ашқан әрләр әмәс, бәлки түнүгүнки 18 яштики жигитләр кәби бир-биримиз билән көрүшүп, таңни таңға улидуқ десәм, ашуруп ейтқанлиқ болмас. «Дәм ғенимәт-дидар ғенимәт» демәкчи, узун вақит көрүшмигән ағинилиримниң бир-биригә ейтар сөзлири түгәр әмәс. Сәпдашлиримизниң арисида чонҗилиқ Керим Гайитов, талғирлиқ Әхмәт Ибрагимов, таштиқарилиқ Кармалин Һошурбақиев, алмутилиқ Валерий Садиқов вә Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Ават йезисидин Билал Иб­рагимов бақилиқ бопту. Уларниң бүгүнки учришишта йоқлуғи һәммимизниң көңлини ғәшликкә салди. Биз уларниң роһиға атап дуа-тәгбир оқудуқ. Пурсәттин пайдилинип, һәрбиримизгә унтулмас дә­қиқиләрни һәдийә қилған учришиш тәшәббускарлири – Иминҗан Имиров билән Мәһәмәтҗан Семәтовқа вә бизгә икки күн саһипханлиқ қилған Рабдулла Мәсимовқа барлиқ сәпдашлар намидин миннәтдарлиқ билдүримиз. Амулдун ТОХСУНОВ. Уйғур наһийәси.

402 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы