• Йеңилиқлар
  • 06 Қазан, 2016

Тәбиәткә шәйда жигит

 Исми Рафаэль, Фамилияси Аллабәрдиев, туғулған жили 1980. / Сө­йүмлүк гезитимиз «Уйғур авазиниң» сәһипилиридә җәми­йитимизниң һәрхил саһа­лирида жуқури пәллиләргә қол йәткүзгән уйғур яшлириниң көпчиликкә тонуш­турулуватқанлиғи һәмми­мизни хошал қиливатиду. Бу болсиму, биз, уйғурларниң һәммә саһаларда әмгәк қилип вә шу арқилиқ миллий мәдәнийитимиз билән әдәбиятимизни өз йолида риваҗландуруп, баш­қа милләт вәкиллиридин һеч қелишмай, җумһу­рийитимизниң иҗтимаий-ихти­садий тәрәққиятиға бир­кишилик һәссимизни қошу­ватқанлиғимизниң ярқин ипадиси болса керәк.

Бүгүн мән әйнә шундақ яшлиримизниң бири – илим дуниясида үзүп жүргән Рафаэль Аллабәрдиевни гезитханларға тонуштуруп өтмәкчимән. Ата-анисиниң ейтишичә, Рафаэль кичигидинла тәби­әткә ашиқ болуп өсүпту. Униң башқиларға анчила охшимайдиған бу хил қизиқишини байқиған бова-момилириму униңға пайдилиқ мәслиһитини берип, һаяттин өз орнини тепишиға зәмин яритиду. Рафаэль бүгүнки күндә жәнубий пайтәхттики Қазақ миллий аграрлиқ университетини вә Литва шәһиридики Алек­сандр Стулгенский нами­дики дөләт университетини һәм магистратурини мувап­пәқийәтлик тамамлиған орман­­чилиқ саһасиниң яш мутә­хәссисидур. 2003-жили у «Қазақ ор­ман лайиһиләштүрүш» мәһки­мисигә ишқа қобул қилиниду. – Бизниң асасий вәзипимиз – орман егиликлирини тәкшүрүп, уларниң лайи­һилирини си­зиш вә һәрхил апәтләр нәтиҗисидә көйгән яки ғулиған қариғайларниң орниға көчәтләрни олтарғузуш, «Қизил китапқа» киргән һайванлар билән қушларни назарәт қилиш вә, умумән, тәбиәткә мунасивәтлик һәммә ишларни компьютерға чүширип, мәркәзгә әхбарат бериштин ибарәт, – дәйду у сөһбәтара. Рафаэльниң орманчилиқ илими билән шуғуллинип, жуқури пәллиләрдин көрүнүш армини бар екән. Биз униң келәчәктә бу арманлириниң әмәлгә ешишиға тиләкдашлиқ билдүримиз. Шеринбүви ҖӘЛИЛОВА. Уйғур наһийәси.    

475 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы