• Йеңилиқлар
  • 06 Қазан, 2016

Мәшъәл елип маңғанларниң бири

2011-жили VII қишлиқ Азия оюнлири Қазақстанда өтти. Шу спорт мәйрими һеликәм көпчиликниң ядида болса керәк. Биринчидин, бу яш дөләт үчүн интайин чоң абройлуқ вә шәрәплик чарә-тәдбир болди. Иккинчидин, қишлиқ қитъә спорт оюнлири елимиз мустәқиллигиниң жигирмә жиллиғи һарписида өткүзүлди. Мошуниң һәммиси мәмликитимизгә, шундақла һәрбир қазақстанлиққа алаһидә җавапкәрлик жүклиди. Чүнки бу оюнлар Астана вә Алмутида өткүзүлди. Шуңлашқа оюнлар мәшъили икки шәһәрдики стадионларда бир вақитта яндурулди. Уни әң атақлиқ спортчилар шәһәрләрниң мәркизий кочилирида елип маңди. Алмутидики мәшъәлни елип маңғанларниң арисида уйғур жигити, хәлиқара дәриҗидики спорт маһири Әркин Иминовму болди... Әркин 1959-жили дунияға келиду. У башқилар қатарида сағлам туғулсиму, бойиниң өсүши, салмақ қошуши җәһәттин кәскин пәриқлинәтти. Бала кичик вә рәзги болидиған. 6-синипқа йәткәндә, бойи бир метр жигирмә сантиметр, салмиғи бари-йоқи жигирмә килограмм болди. Синипдашлири һәм һойлидики балилар уни «дистрофик», «доходяга» дәп заңлиқ қилатти. Әләмлик сөзләрни аңлап жүргән бала өзини қойидиған йәр тапалматти. Худди оқуғучиниң мошу һалини сәзгәндәк, тәнтәрбийә муәллими униңға спорт билән шуғуллиниш мәслиһитини бериду. Әркин немә үчүнду оқ етиш секциясини таллайду. Шу йәргә барғанда, «Сән техи кичик екәнсән, милтиқниму көтирәлмәйсән. Шуңлашқа йениңдикиләрни етип қоюшиң мүмкин», дегән сөзләрни аңлайду. Хоккейға барай дегәндә, өйдикилириниң униңға клюшка вә форма елип беришкә һали йәтмәйду. Мошундақ әһвалда жүргәндә у телевизорда күрәш мусабиқисини көрүп қалиду. Палванларниң һәрбири шундақ қавул болидиған. Әркиндә күтмигән йәрдин әйнә шулар охшаш болуш истәк-хаһиши пәйда болидудә, шу күнила «Динамо» спорт җәмийитигә бариду. Грек-рим күришиниң мәшиқләндүргүчиси балиға синчилап қарайдудә, худди униң келәчигини сәзгәндәк, қобул қилиду вә шу йәрдила бирнәччә усулларни көрситиду. Мәшғулатлар көңлидин чиққачқа, Әркин күрәшкә җан-дили билән берилиду вә көп өтмәй мәшиқләндүргүчиниң сөйүмлүк шагиртиға айлиниду. Әркин күрәш секциясигә кәлгәндә 12 яшта болидиған. Бир жил өтә-өтмәйда, гоя мөҗүзә йүз бәргәндәк, униң бойиму өсиду, һәммидин муһими, салмиғиға салмақ қошулуп, сиртқи көрүнүши җәһәттин өз қурбилиридин пәриқләнмәйдиған һаләткә йетиду. У 9-синипта оқуп жүргәндила спорт маһири атиғиға егә болиду. Әркин 14 қетим Қазақстан чемпиони атилиду вә мукапатлиқ орунларға еришиду. СССР динамочилар арисида үч қетим чемпион, Иттипақ чемпионатлирида бирнәччә қетим иккинчи вә үчинчи орунларни егиләйду. Әркин Иминовниң күрәшчи сүпитидики дәриҗисини йәнә шуниңдинму билишкә болидуки, у чемпионатларға тәйярлиқ көрүш вақтида Олимпиада оюнлири вә дуния чемпионатлириниң ғалиплири Жақсылық Үшкемпиров, Шамил Сериков, Валерий Рязанцев, Анатолий Назаренко билән қатар шуғуллинатти. Җумһурийәт вә Иттипақ даирисидә яхши көрсәткүчләргә егә болған спортчи өзиниң немигә қадирлиғини дуния миқиясидики чемпионатларда көрситип, алтун медальни елишни арзу қилатти. Амма күтүлмигән йәрдин йүз бәргән һалакәт бу үмүтни йоққа чиқириду. У новәттики СССР чемпионатиға тәйярлиқ көрүватқанда еғир җараһәт алиду: омуртқа сунуп, бир бөрәк парчилиниду. Әң ямини, һәр икки айиғи ишлимәй, сәккиз ай һәрикәтсиз йетип қалиду. — Әң еғир күнләрдә мени достлирим қоллап-қувәтлиди, — дәп әсләйду Әркин. — Болупму балилиқ вақтимдики ағинәм Толик Дуканин һәм биринчи мәшиқләндүргүчим Михаил Кулиновтин разилиғим чәксиз. Алаһидә миннәтдарлиғимни врачлирим Асқар Избасаров билән Израиль Фейгинға билдүримән. Уларниң утуқлуқ операциясидин көп өтмәй ишәшлик меңип кәттим. Биразға созулған реабилитациядин кейин Әркин өз ишини балилар мәшиқләндүргүчилигидин башлайду. Өткән әсирниң 90-жиллиридики қийинчилиқларда уни «барахолкидиму» көрүшкә болатти. Нәқ мана шу вақитта уни Дәулет Турлыханов өзиниң «Дәулет» спорт клубиға тәклип қилиду. Мана шу йәрдә мәшиқләндүргүчи болуп жүргәндә, униңға бодибилдинг бойичә мусабиқигә қатнишиш пурсити келиду. Бодибилдинг грек-рим күришигә тамамән охшимисиму, Әркин тавакәлчиликкә бәл бағлап, спортниң мошу түри бойичә Қазақстанниң Х чемпионатида төртинчи орунни егиләйду. Өзигә дайим жуқури тәләп қойидиған Әркинни бу көрсәткүч қанаәтләндүрмәйду. Бир ай өтә-өтмәйла униңға йетип көтириш бойичә җумһурийәт чемпионати өтидиғанлиғини  хәвәрләйду. «Қанчини көтирәләйсән?» дегән соални бериду униңға. «110», дәйду Әркин ишәшлик һалда. Ирадилик жигит вәдисидә туруп, Қазақстан биринчилигидә ғалип чиқиду. Буниң өзи уни техиму роһландуриду. Әркин өз вақтида грек-рим күришиниң мәшғулатлириға қандақ һәвәс бағлиған болса, әнди бодибилдингққиму шундақла киришип кетиду. Wellness Сlub LUXOR клубиға инструктор сүпитидә тәклип қилиниду. Шу йәрдә Андрей Матвеев билән тонушиду. Әркинниң ихтисадий әһвалиға бағлиқ чәт әлләрдики мусабиқиләргә чиқалмайватқанлиғини билгән тиҗарәтчи униңға һамийлиқ қилиш хаһишини билдүриду. Көп өтмәйла Әркин қоллап-қувәтлигүчисиниң ишәнчисини ақлайду. Гонконгта болуп өткән чемпионатта у күмүч медальға егә болиду. Бу униң ахирқи жиллири қолға кәлтүргән әң чоң утуғи еди. Спортниң мошу түри бойичә у кейинки он икки жилда алтә қетим Қазақстан чемпиони атилип, йеңи-йеңи рекордлар орнатқан болсиму, қитъә бойичә мусабиқидә иккинчи орунни егиләш тамамән башқичә еди. Лекин, биз башта ейтқинимиздәк, уйғур спортчисиниң изгү армини – дуния чемпионатида алтун медальға егә болуш еди. Буниңға у АҚШниң Орландо шәһиридә қол йәткүзиду, йәни Қазақстандин барған спортчи биринчи орунни егиләйду. Алтун медальни тапшуруш пәйтидә униң қандақ һис-туйғуда болғанлиғини билмәймиз, әлвәттә. Бу һаләтни пәқәт тәсәввур қилишимиз мүмкин. Амма униң һаятниң һәрхил еғир синақлириға бәрдашлиқ берип, ахири өз мәхситигә йәткәнлиги ениқ. Униң нурғунлиған медальлириға әң салмақлиқ медаль – дуния биринчилигиниң алтун медали қошулди... Мошу күнләрдә 57 яшлиқ Әркин җумһурийәтлик вә хәлиқара мусабиқиләргә қатнишиш билән биллә инструкторлуқ вәзиписини ташлиғини йоқ. У қувнақ өмүр сүрмәктә. Төрт оғли бар. Чоңи спорт гимнастикиси билән шуғуллиниду, иккинчиси дзюдоға қизиқиду. Қалған иккиси йәттә вә төрт яшта. Ата шуларниң бириниң болсиму грек-рим күриши билән шуғуллинишини нийәт қилиду. Биз униң армининиң әмәлгә ешишиға тиләкдашлиқ билдүримиз. Илһам ӘҺӘТБАҚИЕВ. Алмута шәһири.

574 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы