• Йеңилиқлар
  • 06 Қазан, 2016

Һашим токарьниң яғаштин ясиған қәпәзлири

Сәккиз қирлиқ, бир сирлиқ/ Шоферлар яхши билидуки, әгәр машинисиға токарьниң хизмити керәк болуп қалса, маһир токарь тепиш қийин. Тепилған тәғдирдиму бәзилири ишиға асман билән тәң һәқ сорайду. Мениң бу тәрәптин тәлийим болуп қалди. Төвәндә мошу һәққидә ейтип өтәй. Һечқандақ проблемисиз меңиватқан машинам туюқсизла бузулуп қалди. Уни яситиш үчүн СТОдики ағиниләргә йолуқсам, «биз чечип жиғип беримиз, амма бираз йәрлиригә токарь керәк болиду» дейишти. У яққа бардим, бу яққа бардим, һәммисиниңла йә вақти йоқ, яки болмиса, мениң янчуғум көтәрмәйдиған баһаларни ейтишти. Бешим қетип олтирип, буниңдин хелила илгири мошундақ мәсиләмни һәл қилип бәргән Бесағаш йезисидики Һашим токарь ядимға чүшти. Ойланмайла уттур униң өйигә йетип бардимдә, «дәрдимни» ейтиведим, ярдәмлишишкә тәйяр екәнлигини ейтти. Хошаллиғимда чәк болсунму, өзәмниң проблемамни унтуп, униң билән икки сааттин ошуқ олтирип параңлишип кетиптимән.

Гәпара, кәспий адитим бойичә, униңға соал дегәнни яғдуруп ташлиған охшаймән, уму алдиримай һәрбир соалимға әтраплиқ җавап бериватиду. Шундақ қилип, һазир шәһәрдики тепилмас токарьларниң бири һесапланған Һашим Абухәйир кичигидин ашпәзлик кәспини егиләшни арман қилған болсиму, атисиниң мәслиһити билән шәһәрдики училищеларниң биридә токарьлиқ билим алиду. Уни түгитип, он икки жил АЗТМ заводида токарь болуп ишләйду вә «механизмларниң һәркитини билмәй туруп, токарльлиқни чүшәнгили болмайдекән, дегән мәхсәттә шоферлуқ курста оқуйду. Шу-шу болдидә, у тамака заводида, нефтьбазида вә таксопаркларда шоферлуқ қилиду. Қизиғи Һашим ака мошу иш орунлиридин чиққандин кейин шу заманларда өзигә шәхсий микроавтобус сетивалидудә, Алмута – Бишкек маршрути бойичә йолувчиларни тошуйду. Дәсләп унчивала әһмийәт бәрмигән токарьлиқ кәсипкә чин дилидин берилгини шунчилик едики, мошу кәсип бойичә өткүзүлгән нурғунлиған конкурс-байқашларға иштрак қилиду. Һашим ака АЗТМда ишләватқанда йүз бәргән мону бир вақиәни сөзләп бәрди: — Қиливатқан ишимға кашила болушуп, дайимла мениң кәйпиятимни чүширишкә тиришидиғанларни көрүп аччиғим кәлдидә, мудирға «Сиз үч токариңизға бир ишни тапшуруң вә шулар қилидиған ишни маңиму бериң. Биз шуниңға бәслишәйли. Әгәр мән шу ишни қилалмисам, иштин кетимән дедим. Мениң маһаритимгә қол қойдиму билмәймән, әйтәвир, улар буниңға келишмиди. Шуниңдин кейинла маңа чимақ салғучилар җим болушти». Демисиму Һашим акидики токарьлиқ қабилийәткә көп адәмләр қайил болған. Буни мән уларниң ишигидә әтигәндин башлап пәйда болуватқан машиниларниң санидин билдим. Болупму автомобильларниң «кардан» дәп атилидиған қисмини җөндәшкә кәлгәндә униң алдиға өтидиған һечким болмиса керәк. Чүнки бу қисимни ремонтлаш уттур кәлгән адәмниң қолидин кәлмәйдиғанлиғи көпчиликкә яхши мәлум. Һашим акиниң токарьлиқ ишидин башқа пәқәт өзиниң қизиқиши үчүн беқиватқан қириқтин ошуқ бөдүниси вә төрт-бәш қирғавули бар. Мән уларниң өйигә барғинимда, у әйнә шу бөдүниләрниң сайришидин бәһирлинип дәм еливатқан екән. Пешайван астиға илинған вә алаһидә маһарәт билән ясалған қәпәзләрни көрүп, «буларниң һәммисини өзиңиз ясидиңизму?» дәп соридим униңдин. – Һә, дәсләп бөдүниләрни тонуш-билишләрдин алған әски-түски қәпәзләрдә беқип жүрдүм. Кейинирәк улар мениңдин зерикти. Өзәмму ялиқтим. Шуниңдин кейин қәпәз ясашни қолға алдим. Қәпәз болғанда аддий әмәс, һәрхил беналарни тәхлит қилип ясидим. Буниңға маңа заманивий Интернет ярдәмгә кәлди десәм, артуқ болмайду. Шу түпәйли һечкимдә йоқ қәпәзләр дунияға келишкә башлиди. Әмгәклиримниң өзәмгә яққанлирини Интернет ториға ташлап қоюшни адәткә айландурдум. Уларға жуқури баһа берип, «сетивалаттуқ» дегүчиләрму пәйда болди. Лекин мән буни пул тепиш мәхситидә ясимаймән, пәқәт беқиватқан бөдүнилиримгә лайиқ болса һәм һәр күни әтигәнлиги һойлиға чиққинимда өз ишимдин бәһирләнсәм болди. Шундақ болсиму Ташкәнт, Чимкәнт вә һәтта Россияниң айрим шәһәрлиридин бөдүнә ишқивазлири келип, унимиғинимға қоймай, қәпәзлиримини сетип еливатиду. Һашим акини ейтип беришигә қариғанда, бөдүнә беқиш интайин қийин иш охшайду. Улар бир күн қонған суни ичмәйду вә данму йемәйдекән. Шундақла бөдүнә беқиш әҗдатлиримиздин қалған әмәк болуп, униң адәм саламәтлиги үчүнму пайдиси бар. Уларни сайришиға қарап, һәрхил түрләргә бөлидекән. Мәсилән, «Тез» дәп атилидиған бөдүнә тез-тез сайриса, «Қошатар» дегини тохтимай, арқа-арқисидин сайрайду. Буниңдин ташқири, «салпаң», «вавақ» вә «паңқай» намлиқ түрлири моҗут. Тәкитләш керәкки, бөдүниләрниң арисидин қошатар намиға лайиқ сайрайдиғанлири йүздин бири, әнди тез вә вайварақ дегәнлири қириқтин бири чиқидекән.  Буларниң арисида «Қошатар» бөдүниси әң қиммити болуп һесаплиниду. Төмүрниң һәрқандақ түрини беқиндурған Һашим ака яғашчилиқтиму маһир уста болуп чиқти. Униң билән параңлишип олтарғанда шуниңға көзүм йәттики, у мәйли толиму инчикликни тәләп қилидиған токарьлиқта болсун яки яғашчилиқта болсун һәммә формула-қаидиләргә қәтъий әмәл қилидекән.  Шуңлашқа болса керәк, униңдин херидарлири бәк миннәтдар. Бир училище, бир техникумниң дипломи билән нурғунлиған адәмләрниң хижалитидин чиқиватқан Һашим токарь мениң илтимасимни бирдәмдила орунлап бәрди. Әнди у жутдаш-кәсипдаш бөдүнә ишқивазлири билән бөдүнә тутушқа бармақчи. Мән уларға кашила болмай өз йолумға кәттим. Мәшүр САСИҚОВ. Алмута шәһири.

473 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы