- Әхбаратлар еқими
- 06 Қазан, 2016
Тәзийә билдүрди
Нурсултан Назарбаев Исраил дөлитиниң әлчиханисини зиярәт қилип, Исраилниң сабиқ президенти Шимон Перес хатирисигә гүл қойди вә Тәзийә китавиға һисдашлиқ сөзлирини йезип қалдурди. Президент барлиқ қазақстанлиқларниң вә шәхсән өзиниң намидин Исраил хәлқигә орни толмас җудалиққа бағлиқ чоңқур тәзийә билдүрди.— Бизни узақ вақитлиқ достлуқ мунасивәтләр бағлаштурған еди. Шимон Перес улуқ инсан болуп, пүткүл һаятини өз хәлқигә хизмәт қилишқа сәрип қилди. У һәқиқәтәнму улуқ президент болуп һесаплиниду вә мән униң исминиң исраиллиқлар хатирисидә мәңгү сақлинидиғанлиғиға ишинимән. У дуниявий миқиястики тәрәққийпәрвәр шәхс еди. Шимон Пересниң Йеқин Шәриқ тоқунушини биртәрәп қилишқа қошқан һәссисини баһалаш қийин. Униң течлиқни қолға кәлтүрүшкә вә сақлап қелишқа қаритилған паалийити дуниявий бирләшмә тәрипидин мунасип баһаланди. Шимон Перес бизниң иккитәрәплимә мунасивәтлиримизни тәрәққий әткүзүш үчүнму нурғун ишларни қилди, — деди Дөләт рәһбири.
Ахирида Нурсултан Назарбаев Исраил хәлқигә течлиқ вә гүллиниш тилиди.603 рет
көрсетілді0
пікір