• Билим беғиниң бағвәнлири
  • 17 Қазан, 2016

Устазларға һөрмәт билдүрүлди

Җумһурийитимизниң җай-җайлиридикигә охшаш Панфилов наһийәсидиму  Муәллимләр  күни кәң түрдә атап өтүлди. Келәчигимизниң егилири болған яш әвлатқа  сүпәтлик билим, аңлиқ тәрбийә бериватқан муәллимләр наһийәлик Мәдәнийәт өйигә тәклип қилинди. Бу күни шундақла барлиқ аңлиқ һаятини маарип саһасиға беғишлап, һазир һөрмәтлик дәм елишта жүргән ветеран-педагогларғиму алаһидә һөрмәт билдүрүлди.

Мәрасимда дәсләп наһийәлик билим бөлүминиң башлиғи Турар Қастеев  доклад билән сөзгә чиқип, өткән оқуш жилиниң утуқлири вә келәчәктә әмәлгә ашурулидиған ишларға тәпсилий тохталди. Тәкитләш керәкки, өткән оқуш жилида наһийәдики 49 мәктәптин 7 учумкар «Алтун бәлгү» саһиби аталса, 29 учумкар алаһидә үлгидики шаһадәтнамә елишқа муйәссәр болди. Биртуташ миллий тестниң нәтиҗиси 81 пайизни тәшкил қилди. Мәктәп тамамлаватқан йәттә оқуғучи хәлиқара билим мусабиқисигә қатнишип, ғалип чиқти. Тәнтәнидә сөзгә чиққан наһийә һакими Берадулет Абдулдаев  муәллимләрни кәспий мәйрими билән тәбрикләп, әң алий тиләкләрни изһар қилди. Яркәнт гуманитарлиқ-техникилиқ колледжиниң мудири Сара Темирбаеваға «Динмухамет Қонаев» ордени, Чулуқай йезисидики Җамалидин Босақов намидики мәктәпниң мудири Қурбангүл Жанамановаға Қазақстан Җумһурийити Билим вә пән министрлиги тәсис қилған И.Алтынсарин намидики  медальни тапшурди. Шундақла биртоп үлгилик муәллимләргә «Бейбітшілік әлемі» хәлиқара Қазақ иҗадий бирләшмиси тәсис қилған медальлар билән наһийә һакиминиң вә «Нур Отан»  партиясиниң пәхрий ярлиқлири һәм Тәшәккүрнамилири,  баһалиқ соғилар тапшурулди. Тәнтәнидә алий вә оттура мәхсус оқуш орунлирини тамамлап, педагогикилиқ паалийитини башлиған яш муәллимләргә Бердаулет Ешен оғли  әмгәк китапчиси тәнтәнилик түрдә тапшуруп,  улар билән хатирә сүрәткә чүшти. Муәллимләр күнидики тәнтәнә ахири Яркәнт шәһиридики сәнъәт мәктәплириниң  коллективлири тәрипидин тәйярланған концертқа улашти.

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА.

481 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы