• Уйғурларниң ишләпчиқириш адәтлири
  • 20 Қазан, 2016

Уйғурларниң ишләпчиқириш адәтлири

Чар базар – һәптиниң һәрқайси күнлиридә һәрхил җайларда уюштурулидиған сода-сетиқ орунлириниң нами. Мундақ базарда сода қилидиған адәмләрни «чарбазарчи» дәп атайду. Улар җай-җайлардики базарларни ат-улақ вә башқа қатнаш васитилири билән айлинип, тиҗарәт қилиду.Базар күнлири бәлгүләнгән орунларда чарва мал базири, җува (ашлиқ) базири, гәзмал базири, көктат базири, аяқ кийим базири, баш кийим базири, саман базири, отун базири, яғ базири қатарлиқлар уюштурулиду. Буниңдин ташқири у җайларда ашхана, навайхана вә қассап дуканлири қизғин паалийәт маңғузиду. Бәзи кишиләр Чар базарда әл-жутни көргили, арилап вақит өткүзгили яки сөйүмлүк таамини йегили келиду. Айримлири өзлиригә һаҗәтлик малларни сетивелишни мәхсәт қилиду. Чар базар шундақла адәмләрниң дәм елиш вә һадуқ чиқириш орни. Херидарлар бу йәрдә пәқәт һаҗәтлик маллирини сетивалмайла, бош вақтини хуш өткүзүп қайтиду. Йәни ғораз яки қошқар соқуштурғучилар, текә ойнитидиғанлар, дарвазлар өз һүнәрлирини көрсәтсә, хәлиқ талантлири содигәрләр билән херидарларға арамбәхш дәмләрни беғишлайду. («Уйғур өрп-адәтлири» китавидин (ШУАР) елинди).

401 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы