• Спорт
  • 03 Қараша, 2016

Чемпионат пәллисигә йәтти

Шундақ қилип, октябрь ейиниң ахирқи күнлиридә бийил мартта башланған Премьер-лига командилири арисида 25-чемпионат аяқлашти. Өткән дәм елиш күнлиридә алий дивизиондики футбол бойичә Қазақстан чемпионатида мукапатлиқ орунларни егилигән үч команда үзүл-кесил ениқланди. Әгәр биринчилик ғалиби билән күмүч медаль егиси, йәни «Астана» вә «Қайрат» командилири чемпионат аяқлишидиғанға бир тур қалғанда мәлум болса, үчинчи орун егиси пәқәт ахирқи турдила ениқланди. Бу орунға өз мәйданида пайтәхт футболчилири билән тәң (0:0) ойниған Павлодарниң «Иртыш» клуби сазавәр болди. Төртинчи орунни, йәни Европа кубоклири зонисини, Чимкәнтниң «Ордабасы» командиси егилиди. Юбилейлиқ чемпионатта ахирқи орунни егилигән командиму мәлум болди — өз мәйданида Оралниң «Ақжайық» командисидин 0:2 һесави билән йеңилип қалған Талдиқорғанниң «Жетысу» клуби биринчи лигиға «йолланма» алди. Әнди Ғәрбий Қазақстан футболчилири болса, мошу оюн нәтиҗиси бойичә алий дивизиондики орнини сақлап қелиш бәхтигә муйәссәр болди. Биринчиликниң иккинчи алтилигидә «Тараз» йәнә бир синақтин өтүши керәк. Җамбуллуқлар ахирқи турда аран-аран Қарағандиниң хаңчилирини тиз пүктүрүп (2:1), Премьер-лигида қелиш имканийитигә егә болди. Бирақ булар униң үчүн аяқлашқан чемпионатта Биринчи лигида иккинчи орунни егилигән Шәрқий Қазақстанниң «Алтай» командиси билән учришиду. Ейтмақчи, Қизилординиң «Қайсар» клуби Премьер-лигиға қайтип кәлди. Шундақ қилип, чемпионат аяқлашти, бирақ мәвсүм давамлишиватиду. Бу йәрдә «Астана» командисиниң Европа Лигисидики, «Тараз» вә «Алтай» клублири оттурисидики өзара учришишлардин ташқири «Астана», «Иртыш», «Қайрат» вә «Атырау» командилириниң  5-6-ноябрь  күнлири өткүзүлидиған Қазақстан Кубогиниң йерим финали вә 19-ноябрьға бәлгүләнгән финаллиқ матч көздә тутулмақта. Шөһрәт МӘСИМОВ.

243 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы